Рабийә қадир ханим “дуня әркинлик күни” мунасивити билән ғәрб әллирини уйғурларниң әркинлик күришигә ярдәм беришкә чақирди
2011.11.09
Бүгүн, йәни 9 - ноябир “ дуня әркинлик күни” . Америка президенти барак обама мәзкур күн мунасивити билән ахбарат елан қилип, бу күн демократийә вә адаләт алдидики тосалғуларни битчит қилған кишиләргә миннәтдарлиқ билдүрүшниң яхши пәйти икәнликини билдүрди. Америка дөләт ишлар министири һеларий клинтон вашингтондики бир аммиви органда нутуқ сөзләп, америкиниң давамлиқ демократийини қоллайдиғанлиқини вә демократийә үчүн күрәш қилған хәлқләргә ярдәм қолини сунидиғанлиқини илгири сүрди. Шу күни йәнә д у қ рәиси рабийә қадир ханим сөһбәт елан қилип, ғәрб әллирини уйғурларниң әркинлик күришини қоллашқа чақирди.
“дуня әркинлик күни” америкида һәр йили 9 - ноябир күни хатирилиниду. Бу күн америкида 2001- йилдин башлап хатирилинишкә башлиған тарихий әһмийәткә игә бир күн. Чүнки бу күн мәшһур берлин теми йиқилип, сотсялизм лагири парчиланған бир күндур. 2001- Йили әйни чағдики сабиқ америка президенти җорҗи буш берлин теми йиқилған 9- ноябирни “дуня әркинлик күни” қилип бекиткән иди. Шуниңдин буян һәр нөвәтлик амеирика президенти шу күни ахбарат елан қилип, америкиниң әркинлик, демократийә мәсилисидики мәйданини шәрһиләп кәлмәктә.
Түнүгүн, америка президенти барак обама ахбарат елан қилип, 10- қетимлиқ “дуня әркинлик күни” ни қутлуқлиди. У буниңдин 22 йил аввал берлин теми йеқилип, дуня йеңи бир дәвргә қәдәм басқан болса, мана һазир дуня оттура шәрқ, шималий африқидики хәлқ инқилаби билән йәнә бир йеңи дәвргә қәдәм басқанлиқини билдүрди. Обама “ дуня әркинлик күни” демократийә вә адаләт алдидики тосалғуни битчит қилған кишиләргә миннәтдарлиқ билдүрүшниң яхши пәйти икәнликини әскәртип, “бу күндә биз берлин теминиң йиқилишини әсләймиз. Инсан роһиниң ғалибийитини тәбрикләймиз шундақла йәнә, зулмәт ичидә яшаватқан барлиқ кишиләрниң йенида туримиз вә таң нуриниң уларғиму йетип келидиғанлиқиға ишинимиз. Берлин теми йиқилип, дуня әркинлик марши явропа вә дуняниң йеңи дәврини ачқан иди. Биз бүгүн йәнә бир қетим, өзимизни демократийә һәрикити оттура шәрқ вә шималий африқидики басқунчи диктатурларни сүпүрүп ташлиған тарихий бир дәврниң ичидә көрүватимиз ” дәп тәкитлигән.
Бу йиллиқ дуня әркинлик күни дәл ливийә, тунис, мисир қатарлиқ әлләрдә диктатур һакимийәтләр йиқилған, йәмән, сүрийә қатарлиқ әлләрдә диктатурлар тәвринип қалған, хитай қатарлиқ дөләтләрдә болса демократик һәрикәт әвҗ елишқа башлиған назук бир дәвргә тоғра кәлгән иди. Америка дөләтләр ишлар министири һеларий клинтон алдинқи күни “дуня әркинлик күни” мунасивити билән америка дөләтлик демократик иниститути уюштурған кәчлик паалийәткә қатнишип, америкиниң әркинлик вә демократийә мәсилисидики ташқи сияситини шәрһилигән.
У америкиниң немә үчүн дунядики әркинлик вә демократик һәрикәтләрни қоллайдиғанлиқини чүшәндүрүп, “ әркин болған сияси сестима, җәмийәт вә иқтисади түзүлмә бәрпа қилиш бу пәқәтла бир ғайиви мәсилә әмәс. Бу йәнә истратегийилик зөрүрийәттур. Бирақ биз пәқәт өзимизниң мәнпәәтини көзлисәкла болмайду. Америка иззәт-һөрмәт вә өз тәқдирини өзи бәлгиләшниң универсал мәсилә икәнликигә ишиниду шундақла биз дуняда бу етиқадимизға асасән һәрикәт қилимиз. Америка хәлқи бу етиқад үчүн күрәш қилиду вә униң үчүн қурбан бериду. Әркинлик һәрқандақ йәрдә асас салса, америка хәлқи буниңдин илһам алиду” дәп көрсәткән.
“дуня әркинлик күни” чәтәлдики демократийә, кишилик һоқуқ вә өз тәқдирини өзи бәлгиләшни тәләп қиливатқан бәзи миллий тәшкилат вә һәрикәтләргә нисбәтән америка һәм ғәрб әллирини ярдәмгә чақиридиған муһим пурсәт. Дүшәнбә күни норвигийә зияритини ахирлаштуруп, америкиға қайтип кәлгән д у қ рәиси рабийә қадир ханим, бүгүн дуня әркинлик күни мунасивити билән сөһбәт елан қилип, америка һөкүмити вә демократик әлләрни уйғурларниң нөвәттики әркинлик күришигә ярдәм беришкә чақирди.
Клинтон ханим америка дөләтлик демократик иниститутида сөзлигән нутуқида хитайни тилға алмиған болсиму, бирақ у, америкиниң демократийини қоллаш мәсилисидә охшимиған дөләтләргә охшимиған позитсийә тутуватқанлиқини ақлап, бу, дөләтләрниң конкрет әһвали билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүргән. Мундақ дәйду: “ америка немә үчүн бир қисим дөләтләргә бир хил , йәнә бир қисим дөләтләр башқичә бир хил йол тутиду? буниң җаваби мәсилиниң әмилий нуқтисида. Чүнки дөләтләрниң әмили әһвали бир-биридин зор пәрқлиниду. Охшаш рәзмилик бир аяғни һәммә путқа кийгүзмәкчи болуш вә әһвалға қаримай иш қилиш әхмиқанилиқтур. Биз ливийидә қилғандәк нурғун дөләтләрни бирләштүрүп, бирму америкилиқни қурбан қилмай туруп, хәлқни қоғдишимиз, уларниң дөлитини азад қилишиға ярдәм қилишимиз мумкин. Бәзи әһвалларда бизниң бу мәқсәткә йетишимиз үчүн өз алдимизға һәрикәт қилип, техиму көүп бәдәл төлишимиз, техиму көп хәвп - хәтәргә тәвәккүл қилишимизға тоғра келиду. Бәзидә һәтта әскәр чиқиришимиз мумкин.”
Рабийә қадир ханим, уйғурларниң нөвәттики вәзийити наһайити еғир әһвалда туруватқанлиқини вә хәлқара җәмийәтниң уйғур мәсилисигә җиддий көңүл бөлүши керәкликини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, хәлқара җәмийәт уйғурларниң вәзийитигә җиддий көңүл бөлүп, хитай даирилириниң уйғурларға қарши бастуруш һәрикитини илгириләп тосимиса, шундақла йәнә хитай һөкүмити һазирқи бастуруш сияситини өзгәртип, уйғурларниң һоқуқиға һөрмәт қилмиса, районда йәнә еғир қан төкүлүш вәқәлириниң келип чиқиш, вәзийәтниң контрол қилғили болмайдиған ақивәткә берип йетиш еһтималлиқи мәвҗут. У хитайниң нөвәттики сиясити пәқәт уйғурларниң әркинлик тәлипини күчәйтиду, халас, дәп көрсәтти.
Клинтон ханим дөләтлик демократик иниститутида сөзлигән нутуқида әскәртип, америкиниң қанунлуқ болмиған вә хәлқ етирап қилмиған һөкүмәтләр билән узун муддәтлик муқим мунасивәт қуралмайдиғанлиқини, буниң мисирда испатланғанлиқини илгири сүргән. У “ нөвәттә биз нурғун һөкүмәтләр билән һәмкарлишип, мәнпәәтимиз вә америка хәлқиниң аманлиқини қоғдаватимиз. Әлвәттә биз алақә қиливатқан бу дөләтләрниң ичидә демократик болмиған һөкүмәтләр бар. Бирақ һөсни мубарәкниң мисирда ғулап чүшүшидин шу нәрсә айдиңлаштики , биз көзлигән узун муддәтлик һәмкарлиқни демократик қанунлуқ вә хәлқ етирап қилмиған һөкүмәтләр билән узун муддәт давамлаштурушимиз қийин” дегән.