Уйғур яшлири: биз дуняға чечилип кәтсәкму, уюшалайдиғанлиқимизни хитайға тонутуп қоймақчи

Дуня уйғур яшлири партийисиниң тәшкиллишидә өткүзүлидиған уйғур яшлириниң тунҗи нөвәтлик әркинлик лоңқисини талишиш дуняви путбол мусабиқиси җиддий тәйярлиқ басқучида турмақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.06.16
rabiye-qadir-longqisi-talishish-putbol-305.jpg Алғабас командиси мәшиқ қилмақта. 2011-Йили 5-июн.
RFA/Pidaiy

Уйғур яшлириниң тунҗи нөвәтлик “әркинлик лоңқиси” ни талишиш хәлқаралиқ путбол мусабиқисини орунлаштурғучи тәшкиллик аппарат болған дуня уйғур қурултийиниң яшлар комитети рәиси ғәюр әпәнди, уйғур яшлири үчүн мәзкур хәлқаралиқ путбол мусабиқисиниң дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур яшлириниң тәшкиллинишидә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди. Мусабиқә голландийиниң роттердам шәһиридә 27-июлдин 31-июлғичә давам қилидикән. Ғәюр әпәнди йәнә мусабиқиниң конкрет хизмәтлири шундақла иқтисадий вә башқа қийинчилиқлириниң қандақ һәл қилиниватқанлиқини қисқичә чүшәндүрди.

Әлвәттә дөләт һалқиған бундақ көләмлик бир мусабиқини уюштуруш үчүн нурғун тәйярлиқ вә тәшкилий хизмәтләр ишлиниши зөрүр, болупму саһибханилиқни өз үстигә алғучилар мәзкур мусабиқиниң оңушлуқ өткүзүлүшидә әң зор мәсулийәтни өз үстигә алған болиду, қени ундақта голландийидики тәйярлиқлар пүтүп қалдиму, буни голландийидики мусабиқә мәйдани вә арқа сәп орунлаштурушқа мәсул голландийә уйғур яшлири путбол командисиниң башлиқи елшаттин сорап көрәйли.

Елшатниң тонуштурушичә, тәйярлиқ хизмәтлири уйғур яшлириниң ортақ күч чиқириши билән оңушлуқ давам қиливатқан болуп, роттердамдики путбол мәйданида өткүзүлидиған уйғур яшлириниң бу тунҗи нөвәтлик путбол мусабиқисиниң техника сәвийә өлчимини хәлқаралиқ путбол мусабиқиниң өлчәмлиригә йеқинлаштуруш, мәйдан адиллиқиға капаләтлик қилиш үчүн голландийилик кәспий репирилар тәклип қилинған шундақла бәзи даңлиқ путбол маһирлириниңму шәрәп меһмини сүпитидә қатнишишини қолға кәлтүрүш үстидә издиниватқан икән. Елшат, мәзкур мусабиқә уйғур яшлириға үмид вә күч ата қилиду, дәп ишинидиғанлиқини билдүрүп “биз хитайға, дуняға қанчә чечилип кәткән болсақму, һамини уюшалайдиғанлиқимизни тонутуп қоймақчимиз” дәйду.

Уйғур яшлириниң дуняви путбол мусабиқисигә тәйярлиқ көрүватқанлиқи пүтүн дунядики уйғурларни һаяҗанға салмақта, һәр қайси дөләтләрдики уйғурлар, бу мусабиқә паалийитиниң ғәлибилик өткүзүлүши үчүн өз қабилийитигә яриша күч қошушни издимәктә. Голландийидики уйғур паалийәтчиләр сепигә йеңидин қетилған болсиму, күч қуввити урғуп турған, бир қисим талантлиқ яшлар һәтта бу мусабиқиниң “әркинлик лоңқиси” нахшисини ишләп пүттүрүш алдида икән. Голландийидики өзлири тәйярлиған аваз елиш өйидә җиддий хизмәт қиливатқан иляс билән таһирҗан путбол нахшисиниң дәсләпки нусхисини ишләп пүттүргәнликидин һаяҗанлиниватқан болсиму, һазирчә бу нахшини аңлиғучилиримиздин сир тутушни мувапиқ көрди.

Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур яшлириниң голландийиниң роттердам шәһиридики йешил мәйданға җәм болуп өткүзидиған болғуси топ мусабиқә паалийәтлириниң тәйярлиқлири оңушлуқ давамлишиватқандәк көрүниду, әлвәттә истансимиз мухбирлири мәзкур мусабиқә әһвалиға тәқәзза болуватқан ихласмәнлиримизни чәтәлләрдики уйғурларниң болғуси бу катта паалийитидин толуқ хәвәрдар қилишқа тиришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.