Әркинлик сарийи: “уйғур елидә милләтләр ара зиддийәт күнсайин күчәймәктә”

Бүгүн хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлиридин бири болған “әркинлик сарийи” йиллиқ доклатини елан қилип, 2012-йили ичидә дуняда демократийиниң, әркинликниң әмәлийлишиш әһвали, кишилик һоқуқ вәзийитигә алақидар анализлирини оттуриға қойди.
Мухбиримиз ирадә
2013.01.16
Sarah-cook-sara-kuk-305.jpg Әркинлик сарийиниң асия ишлири тәтқиқатчиси сара кук ханим.
freedomhouse.org

Әркинлик сарийиниң асия ишлири тәтқиқатчиси сара кук ханим бу мунасивәт билән радиойимизниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң өткән бир йилдики вәзийити үстидә тохталди. У сөзидә 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин қолға елинғанлар, ғайиб болғанларниң ақивитиниң һелиһәм бир сир пети туруватқанлиқини тәкитлиди.

Әркинлик сарийи елан қилған доклатта дунядики 195 дөләт демократийә вә кишилик һоқуқ вәзийитигә асасән берилгән номур бойичә дәриҗигә тизип чиқилған. Бу номур бойичә дунядики 195 дөләтниң 90 и әркин дөләтләр тизимликигә, 58 и қисмән әркин дөләт, 47 си болса әркин болмиған дөләтләр қатариға киргүзүлгән. Хитай бу тизимликтә әркин болмиған дөләтләр қатаридин орун алған. Хитай сиясий һоқуқ вә пуқраларниң әркинлики қатарлиқ һәр икки җәһәттин начар дөләтләр қатаридин йәни тизимликниң наһайити арқа орунлиридин йәр алған. Һәтта илгирики йилларда хитайға охшашла әркинлик йоқ дәп һесаблинидиған бермиму 2012-йили ичидә елип барған бир қатар сиясий ислаһат қәдәмлири нәтиҗисидә яхши баһаға еришип, юқиридики икки җәһәттә хитайниң алдиға өтүп кәткән.

Йәни хитай, беларус, чад, куба вә униңдин қалса әң начар дәп баһаланған шималий корийә, сомали, судан, сүрийә, түркмәнистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләр билән бирликтә тизимликниң әң арқисидин йәр алған.

Доклатта қериндаш түркий милләт дөләтлиридин қазақистанму әркинлик йоқ дөләт дәп тизимланған. Қазақистанда өткән йил ичидә һөкүмәт даирилири қазақистандики нефит ишчилириниң намайишини бастуруш вә униң ақивитигә алақидар учурларни қамал қилған иди. Әркинлик сарийи бу вәқә сәвәбидин қазақистанниң номуриниң илгирики йиллардин көрүнәрлик һалда чекингәнликини қәйт қилған. Қирғизистан вә түркийә қисмән әркин дөләт дәп баһаланған.

Әркинлик сарийи хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ оргини болуш билән биргә, уйғурларниң әһвалиғиму интайин пишшиқ органларниң бири. Бүгүн бу тәшкилатниң асия ишлири тәтқиқатчиси сара кук ханим радиойимизниң зияритини қобул қилип, асиядики дөләт вә районлар җүмлидин уйғурларниң 2012-йилидики вәзийитини шәрһләп өтти.

Сара ханимниң ейтишичә, 2012-йили уйғур елидә бир қанчә қетим бихәтәрлик һәрикәтлири елип берилған болуп, бу һәрикәтләрниң асасий нишани уйғурлар болған. 2009-Йилидин бери районда күчәйтип йүргүзүлүватқан бихәтәрликни қоғдаш һәрикәтлири 2012-йилидиму охшашла давам қилған. Сара ханим сөзидә йәнә, 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин хитай рәсмий даирилири бәзи учурларни елан қилған болсиму, әмма вәқәдин кейин районда зади немиләрниң йүз бәргәнлики, қанчилик кишиниң түрмигә елинғанлиқи һәққидә техичә бир мустәқил мәлуматниң йоқлуқини әскәртти.

Сара ханим 2012-йилида уйғур елидә һәммидин бәк диний паалийәтләргә қаритилған бесим вә чәклимидики артишниң алаһидә көзгә челиқидиғанлиқини билдүрүп, “хитай даирилири кишиләрниң өйлиридәк хусусий даирилиригичә бөсүп кирип, уларниң қуран вә шуниңдәк башқа диний материялларни көрүшини, диний тәлим-тәрбийә елишини чәклиди” деди. У буниңға корлидики диний курсқа барғанлиқи үчүн қолға елинип, хитай сақчиханисида тутуп турулуш җәрянида өлүп қалған 11 яшлиқ өсмүр мирзаһид аманулланиң вәқәсини мисалға алди. Йәнә, 2012-йили хитай даирилириниң уйғурларниң кийиниш, йүрүш-турушиға, әрләрниң бурут қоюшиға, рамзан мәзгилидә рози тутушиға чәклимә қоюш әһваллириниң давамлиқ садир болғанлиқини әскәртти.

Сара кук ханим радиомизға бәргән баянатида, қәшқәрдики қәдимий шәһәр райониға олтурақлашқан хәлқни көчүрүш қурулуши вә уйғур яшлирини ичкиригә йөткәш пиланлириниму оттуриға қоюп өтүш билән биргә, “юқириқидәк сиясәтләр түпәйлидин уйғур елидә милләтләр ара зиддийәт вә җиддийчиликниң изчил юқири көтүрүлүватқанлиқини қәйт қилди. У сөзиниң ахирида хитайдики пуқраларниң сиясий һоқуқ вә кишилик әркинлик әһвалиниң интайин начарлиқини, әмма уйғурларниң әһвалиниң униңдинму начарлиқини әскәртип “хитайда аз санлиқ милләт һесаблинидиған уйғурлар хитайлар бәһримән болуватқан әң асаси сиясий һоқуқлардинму мәһрум һалда яшаватқанлиқи ”ни тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.