Японийидә “асия әркинлик вә демократийә һәмкарлиқ уюшмиси” қурулди

11-Айниң 26-27-күнлири японийиниң токйо шәһиридә чақирилған “асияда демократийини илгири сүрүш йиғини”да асия әркинлик вә демократийә һәмкарлиқ уюшмиси қурулди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.12.01
yaponiye-asiya-erkinlik-we-demokratiye-hemkarliq-uyushmisi-305.jpg Японийидә “асия әркинлик вә демократийә һәмкарлиқ уюшмиси” оюшма рәһбәрлири сайлимидин көрүнүш. 2011-Йили 26-ноябир, токйо.
RFA/Erkin Tarim

Тибәтләрниң тәшәббуси бойичә қурулған бу уюшмиға тибәт, моңғул, демократ хитайлар, уйғурлар қатнашқандин сирт йәнә японийә, тәйвән, бирма, бутан, малайшия, бенгал вә вйетнам қатарлиқ дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилатларму әза болди. Икки нәпәр уйғур бу уюшмида вәзипә алған болуп, японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут уюшминиң баш катиплиқ вәзиписини өз үстигә алған.

Илһам мәхмут әпәнди радиомизға қилған сөзидә бу тәшкилатқа вйетнам, бенгал, бутан, бирма қатарлиқ дөләтләрниңму әза болуп киришиниң асияда демократийини илгири сүрүшниң қанчилик зөрүр икәнликиниң ишарити икәнликини тәкитлиди. Мәһмәт тохти әпәнди, бу уюшминиң қурулуши шәрқий түркистан дәвасини шәрқий асия дөләтлири һөкүмәтлири вә җамаәтчиликигә аңлитиштики бир бошлуқни толдуридиғанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.