Уйғур тәшкилатлири: “әршидинни қоғдашқа тиришқан болсақму....”
2011.06.01

Қазақистан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирларни қоғдаш вә тән җазасиға қарши туруш келишимлиригә имза қойған дөләтләрниң бири болсиму, улар һазирға қәдәр хитайға қайтуруп бәргән уйғур мусапирлар бир нәччигә йетиду. Пүтүн дунядики уйғурлар вә әршидинниң хитайға қайтурулуш вәқәсидин хәвәрдар кишиләрдә наразилиқ һәмдә әршидинниң тәқдиригә нисбәтән әндишә қозғиған бу пәйттә, дуня уйғур қурултийи башлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири қандақ инкаста? уларниң нөвәттики һәрикәт пиланлири немә?
Қазақистан тәрипидин панаһлиқ илтимаси рәт қилинип хитайға қайтуруп берилгәнлики илгири сүрүлүватқан 38 яшлиқ әршидин исраил, 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин тутқун қилинип, түрмидә уруп өлтүрүлгән шөһрәт турсун паҗиәсини әркин асия радиоси вә хәлқара мәтбуатларға ашкарилаш җинайити билән или даирилири тәрипидин издәш обйектиға айланған. Шу сәвәбтин у 2009-йили 24-сентәбир юрти ғулҗидин қечип қазақистанға чиққан.
У, қазақистанға чиққандин кейин, б д т мусапирлар ишханисидин панаһлиқ тилигән вә 2010-йили мартта панаһлиқ илтимаси қобул қилинған. Әршидин шу йили апрелда шветсийигә тәқсим қилинған болсиму, қазақистан даирилири униң шветсийидә панаһлиниш йоллирини тосқан вә уни тутуп туруш орниға апирип солиған иди.
Әршидинниң адвокати юри сергейивеч стуканоф 27-май қазақ алий сотиға әрз йоллап, әршидинниң делосиға қайта қарап чиқишни тәләп қилған. Бу әршидинниң 5-қетимлиқ әрзи иди. Қазақистан даирилири юқири сотниң җавабини күтмәстинла әршидинни йөткәп кәткән.
Дуня уйғур қурултийи 31-май баянат елан қилип дуня җамаәтчиликини әршидин үчүн оттуриға чиқишқа чақирған иди.
Биз чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң әршидин исраилниң хитайға қайтурулушиға нисбәтән қандақ инкас һәм әмәлий паалийәтләрдә болуватқанлиқи һәққидә мәлумат елиш үчүн дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәндиниң мюнхендики ишханисиға телефон қилдуқ. Долқун әпәнди дәл мушу мәсилә һәққидә хәлқаралиқ инсан һәқлири тәшкилатлириға йоллинидиған мәктуп үстидә ишләватқанлиқи вә бу мәсилә һәққидә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири бирликтә һәрикәт елип бериш пиланлири үстидә тәйярлиқ көрүватқанлиқини билдүрди, шундақла қазақистанниң панаһ тиләп чиққан уйғурларни хитайға қайтуруп бериштәк тәкрар қилмишини тәнқидләп, “мушуниң өзила қазақистанниң демократийидин йирақ бир дөләт икәнликиниң мисали” деди.
Биз йәнә америка уйғур бирләшмисиниң вашингтондики ишханиси билән алақиләштуқ. Бирләшмә рәиси алим сейитоф әпәнди , мәзкур мәсилигә пүтүн уйғурларниң җиддий қарайдиғанлиқини , муһими хәлқаралиқ җәмийәттә җиддий инкас пәйда қилишниң йоллирини тез арида издәш вә буниң үчүн һәрикәт қилиш икәнликини тәкитлиди. Алим сейитоф әпәнди йәнә “гәрчә әршидин исраилниң хитайға қайтурулушида қазақистан җавабкар болмисиму, лекин өзигә охшаш демократийисиз әлләргә қолини созуп, әршидингә охшаш йүзлигән, миңлиған бигунаһ уйғурларни қара дипломатик усуллири билән тутқун қилип түрмиләргә еливатқан вә уларни қанунсиз җазаға тартиватқан баш җинайәтчиниң йәнила хитай икәнликини унтумаслиқимиз керәк” дәйду.