Уйғур дәвагәр: хитайда һечқандақ һоқуқимиз капаләткә игә әмәс
2013.01.26
Бу һәқтә пикри йүргүзгән көзәткүчләрниң қаришичә, бу йиллардин бери әрз қилип дәрни аңлайдиған йәр тапалмайватқан уйғур әрздарлар мәсилиси үчүн бир йеңилиқ болсиму, әмма бу йәнила уйғур елидики негизлик һоқуқ мәсилисини һәл қилалмайдикән.
9 Йил әрз қилип аран юқириқи җавабқа әшкән уйғур әрздар обул һәсән зияритимизни қобул қилип, өз бешидин өткәнлирини баян қилди.
Бундин тоққуз йил бурун йезилиқ һөкүмәт кадирлири обул һәсәнни вә униң аялини чарва калаңға урулған ваксина һәққи15 йүән пулни төлийәлмидиң, дегән сәвәб билән һойлисиға бесип кирип думбалиған.
Обул һәсәнниң бешиға тоқмақ билән уруп еғир зәхимләндүргән, арқидин уни дохтурлуқ салаһийити йоқ дохтурға көрсәткән. Обул һәсән бу тоғрида тохтилип мундақ деди: улар мени дохтурлуқ салаһийити йоқ дохтурға көрситип 12 күн давалап сақ дегән испатни чиқарди. Мән дохтурға ишәнгәнликим үчүн вақтида давалиништинму мәһрум қалдим.
У йәнә йеза кадирлириниң уйғур деһқанларни давамлиқ бозәк қилип келиватқанлиқини билдүрди.
Обул һәсән 9 йилдин бери әрз қилип келиватқан болуп һечқандақ нәтиҗигә еришәлмигән, әмма “әрз қилишиң йоллуқ” дегән махташқа еришип йолға селинған. У өзи әрз қиливатқан хитай қанун һәққидә тохталди.
Хитайниң худди обул һәсән ейтқандәк алқишлашқа тегишлик қанунлириниң күчкә игә болалмаслиқидики маһийәтлик сәвәб нәдә?
Бу растинила хитай дөләт хадимлириниң қанунни тоғра иҗра қилмаслиқ мәсилисиму? биз бу тоғрида уйғур канада җәмийитиниң рәиси адил аббас билән сөһбәт өткүздуқ. Адил аббас, мухбиримизниң соалиға җаваб берип бәзи муһим нуқтиларни оттуриға қойди.