Әрздар турсунгүл: улар пуқралар үчүн ишлимәйду, әмма қилмишиниң дуняға ашкарилинишидин қорқиду
2012.09.07
2003 - Йили қирғизистанда йүз бәргән аптобус булаш вәқәсидә туғқанлири қазаға йолуққан уйғурлар узун мәзгиллик әрз қилиш нәтиҗисидә, йеқинда һәр бир аилә 200 миң йүәндин төләм пулға еришкән.
Әмма вәқәдә әрлири вә балилиридин айрилип қалған уйғур аяллириға “ярдәм пули” намида берилгән бу пул, 2003 - йилидики аптобус қазасида өлгән хитай содигәрлири аилисигә берилгән 400 миң йүәнлик төләм пулиниң йеримиға баравәр. Шундақла йеқинқи 10 йилдин буян хитайда пул пахаллишиш нисбитиниң һәссиләп ешиши билән, узун йиллиқ әрз қилиш нәтиҗисидә берилгән бу пул әйни йиллиридики қиммитидин көп төвән болған. Уйғур аяллириниң һәр бир аилидин бир кишини хизмәткә орунлаштуруш тәлипиму орунланмиған.
Шу қетимқи аптобус қазасида еридин айрилип ушшақ балилири билән тул қалғандин кейин, мушәққәтлик күнләрни өткүзүшкә мәҗбур болған турсунгүл ханим, һөкүмәт даирилириниң вәқәдә қазаға йолуққан хитай пуқралири билән уйғурларға қаратқан охшимиған сиясити вә адаләтсиз муамилисиниң өзигә әйни йили йүз бәргән мусибәттинму еғир кәлгинини билдүрди.
Турсунгүл ханим йәнә даириләрниң бу қетим уларниң әрзини һәл қилишқа мәҗбур болушидики сәвәбләрниң бириниң, уларниң юқири дәриҗилик органларға берип әрз қилғинидин башқа, әрздарларниң өз бешиға кәлгән күлпәтләрни мәтбуатларға ашкарилиғанлиқи икәнликини илгири сүрди.
Турсунгүл ханим баянида, өзлиригә охшаш наһәқ муамилигә учраватқан әмма дәрдини ейтидиған җай тапалмайватқан уйғурларниң өзи билидиған қәшқәр һәм атуш тәвәсидә нурғун икәнликини, уйғурлар учраватқан бесим һәм наһәқчиликләрниң барғанчә көпийиватқанлиқини тәкитлиди.