Бейҗиңдики уйғур әрздарларни елип кетиш үчүн әвәтилгән кадир сақчилар билән әрздарлар оттурисида талаш - тартиш давамлашмақта
2012.06.21
Бейҗиң вақти 21 - июн күни әтигән саәт 11 әтрапида радиомиз зияритини қобул қилған ғази ака, уйғур әрздарларниң йәнила сиясий қанун комитети алдида топлинип наразилиқ һәрикитини давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.
Ғази акиниң билдүрүшичә бүгүн даириләр қораллиқ сақчиларни әвәтмигән. Әмма мәйданда уларни елип кетиш үчүн йәрликтин әвәтилгән он нәччә сақчи һәм кадир шундақла пуқрачә кийингән бейҗиң сақчилири бар болуп, улар уйғур әрздарлирини сиясий қанун комитети алдидин кетишкә зорлиған.
Игилигән әһваллардин мәлум болишичә, нөвәттә уйғур әрздарлири билән уларни қайтуруп кетиш үчүн кәлгән кадир - сақчилар оттурисида кетиш шәрти һәққидә сөһбәт вә талаш - тартишлар давамлашмақта икән.
Зияритимизни қобул қилған аминә ханим қәшқәрдин әвәтилгән сәмән йезисиниң партком секретари сали худабәрди вә йезиниң нопус ишлириға мәсул сақчиси турсунгүл билән болған кетиш шәрти һәққидики талаш - тартишларни баян қилди.
Аминә ханимни елип кетиш үчүн әвәтилгәнләрдин сәмән йезисидин кәлгән аял сақчи турсунгүл вә өзини қәшқәрдин кәлгән кадир дәп тонуштурған абдуғени имин зияритимизни қобул қилип, қәшқәр даирилириниң аминәниң әрзини һәл қилиш келишимини баян қилип, аминә ханимниң әрзини йәрликтә һәл қилидиғанлиқини билдүрди.
Әмма аминә ханим қәшқәр даирилириниң илгириму бундақ вәдиләрни көп бәргәнликини баян қилип, йеза кадириниң униң әрзини һәл қилиш һәққидики вәдисигә ишәнмәйдиғанлиқини билдүрди.
Йеқинқи бирнәччә йилдин буян әрзи йәрлик даириләр тәрипидин бастуруп қоюлған яки адил бир тәрәп қилинмиғанлиқи үчүн, бейҗиңға кәлгән уйғур әрздарлар барғанчә көпәймәктә. Улар бейҗиңға келип әрз қилғандин кейин, уларниң ичидә бир қисминиң әрзи қайтидин көрүп чиқилип, бәзи шәртлири һөкүмәт даирилири тәрипидин қобул қилинған. Әмма бейҗиңда әрзни давамлаштуруватқан зор көпчилик уйғурларниң әрз - шикайәтлири йәнила адиллиқ билән бир тәрәп қилинмиған болуп, бу уйғурлар әксичә һәр хил тәһдит, попоза қилиш һәтта сақчилар тәрипидин таяқ йейиштәк қисмәтләргә дуч кәлгән. Лекин бу уйғурлар өзлириниң һәққаний тәлипиниң қобул қилинишиға болған ишәнчини йоқатмиған болуп, улар һөкүмәт даирилиридин адаләт тәләп қилишни давамлаштурмақта.