Әсәдму казафиға охшайду

Әрәб баһари мустәбит һакимийәтләрни бир - бирләп тәхттин чүшүрмәктә. Чүнки хәлқниң ирадиси кечикип болсиму чоқум ғәлибә қилидиғанлиқи муқәррәрләшкән бир һәқиқәттур. Тарихтин буниңға мисалларму көп.
Ихтияри мухбиримиз өмәрҗан
2012.09.11
gollandiye-suriye-beshshar-esed-305.png Русийиниң сүрийини қоллишиға қарши голландийидики намайиштин бир көрүнүш.
AFP


Тәһлилчиләргә көрә, сүрийидики әсәд һакимийити мәғлуб болғанлиқини билип турсиму, бир күн болсиму узун өмүр көрүш үчүн җан талишиватмақта. Хәлқ әскәрлири билән тәң келип қалған әсәд күчлири арқиға қайталмиғандәк алдиғиму илгирилийәлмәстин туруп қалмақта икән. Әмма әсәд һакимийити тәрипидин тарқитилип келиватқан ғәлибә хәвәрлириниң һәммиси ялған икән. Чүнки әсәд күчлири өзлириниң сүрийиниң дәмәшиқ шәһиридә муһасирә ичидә қалғанлиқини тән алмастин, дәмәшиқ бизниң қолимизда дәп давраң салмақта икән.

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 2012 - йили10 - синтәбир күнидики санида язғучи абдурахман рашидниң қәлими билән“ әсәдму сәйфулислам казафиға охшайду” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:

“ ливийидәк хәлқ тәрипидин өлтүрүлгән муәммәр казафиниң оғли сәйфулислам казафи өткән йили мушу күнләрдә мухбирларни күтүвалғаниди, уларға өзидә болмиған қудрәтни намаян қилғуси келип, намайишчиларниң тараблус шәһирини алдуқ дегәнлириниң ялған икәнликини вә казафи күчлириниң чоқум ғәлибә қилидиғанлиқини ейтқан. Мухбирларниң <намайишчилар сизни хәлқара җинайи ишлар мәһкимисигә тапшуридиғанлиқини сөзләйду. Буниңға немә дәйсиз?> дегән соалиға җаваб берип, < җинайи ишлар мәһкимиси дегән немикән у? у дегән мән үчүн һеч нәрсә әмәс> дегән иди. Әмдиликтә ливийә түрмисидә униң бирла арзуси өзини ливийидә сотлимастин, бәлки хәлқара җинаий ишлар мәһкимисидә сотлашни тәләб қилиштур. Чүнки сәйфулисламниң етиқадиға көрә, у либийә мәһкимисидә сотланса, униңға өлүм җазаси берилиш ениқ икән. Әмма хәлқара җинайи ишларда мәһкимисидә адаләтлик болармиш. Худди шуниңдәкла бәшшар әл әсәд сүрийигә әвәтилгән әхдәр ибраһими башчилиқидики хәлқаралиқ һәйәтни көзгә илмай кәлмәктә вә униң ишлириға тосқунлуқ қилип турмақта. Әслидә билсә, әсәдни өлүмдин сақлап қалидиған бирла чарә бу һәйәтниң ғәлибиси иди. Әсәд шундақ қилип қолиға кәлгән пурсәтләрдин қуруқ қалмақта. Кейинчә, худди сәйфулислам хәлқара җинайи ишлар мәһкимисигә тәлмүргәндәк, әсәдниңму хәлқара һәйәткә тәлмүридиған күни келиду. Әмма у вақитта пурсәт кетип қалғанда уни қутқузидиған һечким қалмайду. Худди өткән йили сәйфулислам казафи <хәлқара җинайи ишлар мәһкимисини у дегән мән үчүн һеч нәрсә әмәс> дегәндәк, әсәдму сүрийигә әвәтилгән хәлқаралиқ һәйәтни <у дегән мән үчүн һеч нәрсә әмәс демәктә> әмма пат йеқинда сәйфулисламдәк уни сеғиниду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.