Әсәдниң нутқи вә униң қанхор шериклири

Сүрийә рәиси бәшшар әл әсәд 2013-йили 6-январ йәкшәнбә күни пүтүн сүрийә хәлқигә қаритип нутуқ сөзлигән иди.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.01.07
suriye-namayish-jeset-305.jpg Сүрийидики намайишчилар һөкүмәт тәрәптин өлтүрүлгән сәпдишиниң җәситини көтүрүп намайиш қилмақта. 2011-Йили 8-май.
AFP

Әсәдниң бу нутқини аңлаш ишиму сүрийә хәлқигә асанға тохтимиған, чүнки әсәдниң ракета бомбилири билән су иншаатлири вә ток йоллири бузулуп харабигә айлинип қалған шәһәр вә йеза хәлқиниң көп санлиқи ток йоруқи, телевизор қатарлиқлардин мәһрум қалғанлиқтин, әсәдниң нутқини радиодин аңлашқа тиришқан.

Тәһлилчиләргә көрә, әсәдниң нутқида һечқандақ йеңилиқ байқалмиған, йәнә шу бурунқидәк қуруқ вәдиләр билән хәлқни җимиқтурушқа тиришиштин ибарәт икән. Һәтта әсәд илгирикидәк хәлққә тәһдит қилидиған сөзләрниму қилмиған, бәлки нөвәттики нутқида уларни юмшитидиған сөзләрни таллиған. Шу ениқки, әсәдниң нөвәттики нутқи нә сүрийә хәлқи үчүн, нә өзи үчүн һечқандақ бир иҗабий нәтиҗә кәлтүрмигән.

Сәуди әрәбистанида чиқидиған “әл вәтән” гезитиниң 2013-йили 7-январ санида “әсәдниң сөзи вә униң қанхор шериклири” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“әсәдниң йәкшәнбә күнидики нутқидики бирла иҗабийлиқ шуки, у бу нутуқта илгирики нутуқлиридикигә охшаш хәлққә тәһдитләрни яғдурмиған вә уларни мәсхирә қилип күлмигән бәс. Қандақму тәһдит қилалисун? сүрийиниң асасән һәммиси хәлқ армийисиниң қолиға өтүп қалған, хәлқ армийиси әсәдниң қәсригичә йеқинлишип кәлгән бир шараитта, хәлққә тәһдит салидиған җүрәт вә ишәнч нәдә униңда? чүнки әсәд өзиниң диктаторилиқиниң ахирлишип қалғанлиқини башқилардин бәкрәк билиду вә өзиниң я садамдәк, я казафийдәк йоқилидиғанлиқиниму билиду. Намайиш башлиништин илгириму диктаторилиқи билән тонулған әсәд аилиси намайиштин кейин өзиниң вәһший йүзини сүрийә хәлқигила әмәс, бәлки пүтүн аләмгә ечип бәрди. Чүнки 60 миңдин көпрәк бигунаһ хәлқни өлтүргән, миңларчисини өй-макансиз қилип қойған бу диктатор өзиниң қандақ шәкилдә өлүшидин башқа немини ойлисун?”

Әсәд арқиға яналмайду

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“әсәд әмди бу вақитта сүрийә хәлқигә нутуқ сөзлигәнниң пайдиси болмайдиғанлиқини билип туруп немә үчүн сөзлиди дегән соаллар көп болуватиду. Бизчә, әсәд бу нутқида интайин аҗиз еһтималдин икки еһтимални ойлиған. Униң бири һакимийитидә қелип қелиш еһтимали, йәнә бири сүрийини пүтүнләй вәйран қилип хәлқтин интиқам елиш. Әсәд вә униң аилиси шундақла униң москвадики, бейҗиңдики, теһрандики вә бағдаттики қоллиғучилири үчүн сүрийиниң вәйран болуп кетиши, хәлқниң қирилип кетиши һечқанчилик иш әмәс, бәлки у өзиниң мәнпәити үчүн пүтүн сүрийини қурбан қилишқа һазир турмақта. У һәммини пида қилған вә пүтүн хәлқини қурбан қилған тәқдирдиму әмди я алдиға яки арқиға маңалмайду. Униң йоли тосуқ.”

Әсәд өзигиму игә болалмайдиған бир вәзийәттә

Йәнә сәуди әрәбистанида чиқидиған “оказ” гезитиниң шу күнидики санида мундақ дейилгән:
“сүрийидики әсәд һакимийитиниң иши худди бир қанчә ачқуч билән ечилидиған қулупқа охшайдуки, бу қулупниң ачқучлиридин бири москвада, йәнә бири бейҗиңда, йәнә бири теһранда, йәнә бири ливан җәнубида, йәнә бири бағдатта болуп, әсәд өзи һеч иш қилалмайду, у қарар чиқириш һәққигиму игә әмәс, арқиға қайтиш ихтияриғиму игә әмәс. Униң әһвали худди чоң қарақчиларниң әһвалиға охшайдуки, қарақчиларниң ичидин чиқивалмақчи болған бирини я етип ташлиған яки мидирлатмай тутуп турғанға охшаш мәнпәәттә бирләшкән вә қан төкүштә иттипақлашқан бу дөләтләр, андин униң йенида униң дөлитини көргән әмәлдарлар уни мидирлатмайду, арқиға маңдурмайду, алдиған маңалмайду. Әсәд әнә шундақ чарисиз диктатордур. Униң өлүм хети иттипақдашлириниң янчуқида.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.