Әхлақни өзгәртишниң әң өнүмлүк чариси - тәрбийә

RFA Photo / Erkin Tarim
Инсандики әхлақ өгиниш қабилийити
”ислам әхлақи” намлиқ әсәрниң аптори абдураһман һәбәннәкә мундақ дәп язиду: “ өзидә гүзәл әхлақларни йетилдүрүш үчүн тәбиий қабилийәт болған һәр қандақ әқиллиқ инсан әхлақини ислаһ қилиш йолида тиришчанлиқла көрситидикән, у чоқум гүзәл әхлақлани һасил қилалайду. Мәсилән: тиз аччиқлинидиған адәм аччиқи кәлгәндә өзини тутувалидиған еғир бесиқлиқни һасил қилиш үчүн бәл бағлап тиришчанлиқ көрсәтсә, тәрбийә йоли билән у чоқум еғир бесиқлиқни һасил қилалайду. Әң учиға чиққан шәхсийәтчи адәмму әгәр униңда сехийлиққа адәтлиниш үчүн тәбиий қабилийәт вә тәбиий тәйярлиқ болуп, сехийлиққа адәтлиниш үчүн чин ирадә тиклисә, тәрбийә йоли билән у чоқуп сехийлиққа адәтлиниду вә сехийлиқтин ибарәт бу гүзәл әхлақни өзидә йетилдүрәләйду. Мундақ бир шәхсийәтчи адәм бирдинла башқиларниң мәнпәәтини көзләп, өз мәнпәәтидин кечиш дәриҗисигә йетәлмисиму, у башқиларға өтәшкә тегишлик һәқ - һоқуқларни ада қилиши үчүн йетәрлик миқдарда сехийлиқни йетилдүрәләйду. Башқа әхлақий пәзиләтләрниң һәммиси буниңға охшаш болуп, өзидә тәбиий қабилийәт болуш шәрти билән һасил қилиш йолида тиришқан һәр қандақ адәм чоқум уни һасил қилалайду. Бу инсанниң қолидики иш. ”Өзини тәрбийиләшни билмигән инсан башқиларға үлгә болалмайду
Аптор йәнә мундақ дәп язиду:“ өзини тәрбийә билән ислаһ қилиш, өзидә гүзәл әхлақни йетилдүрүш ишиға әһмийәт бәрмигән инсан нурғунлиған яхшилиқлардин қуруқ қалғанниң сиртида, аилисидикиләргә, достлириға, хизмәтдашлириға вә юрт - җамаәткә үлгилик адәм болуштин мәһрум қалиду. Инсан бирәр саһәдә болсиму башқиларға үлгә яриталмиса, униң инсанлиқиниң әһмийити болмай қалиду вә йоқап кәтсә издәнмәйдиған, болса етибар берилмәйдиған әһмийәтсиз инсан болуп қалиду. Аллаһ таала һәр бир инсанға башқисида болмиған алаһидиликни вә пәзиләтни ата қилған болуп, көплигән кишиләр өзлиридики бу алаһидиликни һес қилмайду, өзидики йошурун пәзиләтни билмәйду, бу сәвәбтин уларни оттуриға чиқирип, өзини испатлиялмайду. Әгәр һәр бир киши өзини тәкшүридиған болса, өзидики қиңғирлиқларни тапалиғандәк, өзидики алаһидиликләрни вә пәзиләтләрни тапалайду. Әгәр инсан әхлақидики қиңғирлиқларни түзитиш үчүн тиришмастин, өзини вә әхлақини өз йолиға қоювәтсә, қиямәт күни бу мәсулийәтсизлики сәвәблик җавабкарлиққа тартилиду.”Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.