Әхлақ, роһи гүзәлликтур

Инсан роһи дунясини гүзәл әдәп - әхлақ билән зиннәтлигәндила җәмийәттә иш - һәрикити гүзәл, сөз - ипадиси гүзәл, муһити гүзәл болалайду, аллаһниң вә инсанларниң нәзиридә һөрмәтлик, қәдир - қиммәтлик болалайду, һәмдә ибадәт қилғанниң савабини тапалайду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.09.10

Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики ислам университетини пүттүргәндин кейин мәккидә илмий хизмәтләр билән шоғуллиниватқан абдуләзиз әпәнди буһәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.

Абдуләзиз әпәнди билән сөһбәт

Абдуләзиз әпәнди әхлақ һәққидә мундақ деди:"инсанларниң мадди вә мәниви икки тәрипи бардур. Инсанларниң мадди тәрипи бәдән, мәниви тәрипи роһ дәп атилиду. Роһни көргили болмайду. Әмма инсан роһиниң әсири болған гүзәл хуйларни көргили болиду. Буларни әхлақ дәймиз. Очуқрақ қилип ейтқанда, роһимизға йәрлишип адәт һалиға кәлгән йүрүш - турушлар әхлақ дәп атилиду. Әхлақ - яхши әхлақ вә начар әхлақ дәп икки түрлүк болуп, яхши әхлақ - өзимизгә, әтрапимиздикиләргә, җәмийәткә вә пүтүн инсанийәткә пайдилиқ болған, динимизниң принсиплириға ойғун кәлгән әхлақлардур. яман әхлақ- өзимизгә, әтрапимиздикиләргә, җәмийәткә вә пүтүн инсанийәткә зиянлиқ болған, динимизниң принсиплириға ойғун кәлмигән әхлақлардур. яхши әхлақ яки гүзәл әхлақ иман билән охшаш орунда туридиған әмәлдур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам униң әһмийити баян қилип:' имани әң камил мөмин әң әхлақлиқ кишидур' дәп көрсәткән."

Гүзәл әхлақниң әһмийити

Абдуләзиз әпәнди гүзәл әхлақниң һаяттики әһмийити һәққидә мундақ деди:" мусулманларда болса, гүзәл әхлақ ибадәттин санилиду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә: "мусулман адәм гүзәл әхлақи билән кечә ухлимай намаз оқуған вә күндүзи роза тутқанниң савабиға еришәләйду" дәп көрсәткән. Орунлиғучисиға бу дуняда пайдиси болмиған ибадәтләрниң ахирәттә униңға пайда йәткүзәлиши мумкин әмәс. Тәбиийки, ибадәтләрниң бу дунядики пайдилири гүзәл әхлақтур! пәйғәмбәр әләйһиссалам бир күни саһабилиридин:" кимниң қуруқ қол қалған киши икәнликини биләмсиләр?" дәп сориғанда, саһабилар:" һечқандақ мал - мүлки болмиған кишини қуруқ қол қалған киши, дәймиз" дәйду. Бу вақитта пәйғәмбәр әләйһиссалам:" қиямәт күни бирав намаз, закат вә роза билән келиду. Әмма бирини тиллиған, биригә төһмәт чаплиған, бириниң мелини йәвалған, бириниң қенини төккән, бирини урған болса, униң яхшилиқлири шуларға елип берилиду. Униң яхшилиқлири түгисә, уларниң гунаһлири униңға артилиду. Андин у дозахқа ташлиниду. Мана бу, мениң уммитимниң қуруқ қол қалғучисидур."

Бир адәм пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға келип, униңға: "я рәсуләллаһ! бир аял бар, у намаз оқуйду, роза тутиду вә сәдиқини көп қилиду. Лекин қошнисиға тили билән әзийәт беридикән" дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам: "у дозахқа кириду" дегән. У адәм йәнә: "йәнә бир аял бар, намаз, розиси аз, сәдиқиниму аз беридикән. Қошнисиға әзийәт бәрмәйдикән" дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам: "у җәннәткә кириду" дегән. Бу җавабта есил әхлақниң қиммитигә алаһидә етибар берилгән. Йәнә бир һәдистә: " гүзәл әхлақ худди су қирони ериткәндәк хаталиқларни еритиду. Начар әхлақ, сиркә һәсәлни бузғандәк һәммини бузиду" дәп көрситилгән.

Хуласә қилип ейтқанда, яхши әхлақ яки гүзәл әхлақ әң саваблиқ ибадәт қатаридин санилиду. Бир һәдистә: "қиямәт күнидә мусулман кишиниң яхшилиқ мизанида гүзәл әхлақтин салмақрақ келидиған һеч нәрсә йоқтур" дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.