Уйғурлар йүзлиниватқан рәһимсиз реаллиқ-әйдиз

Уйғур елидә тунҗи әйдиз вируси билән юқумланғучи 1995-йили байқалған иди, һазирғичә уйғур елидә бу ваба билән юқумланғучилар йилиға 15% тин көпийип бармақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.11.29
Uyg-eydiz-muhakime-305 Сүрәттә, "уйғур биз" тор бетиниң башқурғучилири әйҗишиң тәтқиқат орни билән бейҗиңда бир сөһбәт йиғини өткүзгән болуп, сүрәт, шу йиғиндин бир көрүнүш.
www.uighurbiz.cn Дин елинди, нәшир һоқуқи www.uighurbiz.cn Ниң.

Әйдиз кесилиниң толуқ атилиши юқумлуқ иммонит кәмчиллик универсал кесәллики болуп, инсанларниң иммунитет кәмчиллик вируси кәлтүрүп чиқарған. Бу вирус өмүрвайәт юқиду. Инсанларниң иммунт системини вәйран қилип кесәлликләргә тақабил туруш күчини йоқитиду. Әйдиз кесили вируси йәни һив, җинсий мунасивәттин, қандин вә анидин балиға юқиду.

Әйдиз кесили байқалғандин та һазирғичә 30 йил болди. Тунҗи әйдиз юқумдари 1981-йили америкида байқалғандин кейин әйдиз вируси пүтүн дуня миқясида тез таралди.

Гәрчә уйғур алимидә тунҗи әйдиз вируси билән юқумланғучиниң байқилиши дуняда тунҗи әйдиз юқумдариниң байқилишидин 15 йил кейин болған болсиму, әмма әйдиз вирусниң тарқилиш сүрити вә даириси кишини чүчүткүдәк дәриҗидә болуп кәлмәктә. Гәрчә уйғур елидики мунасивәтлик даириләр уйғур елидә байқалған әйдиз юқумдарлирини 32 миң 500дин ашти дәп елан қилған болсиму, мутәхәссисләр уйғур елидә әйдиз юқумдарлириниң һәқиқий саниниң 60 миңдинму ешип кәткәнликини мөлчәрлимәктә. Техиму ечинишлиқи уйғур елидики әйдизләрниң 80% и уйғур яшлар.

Уйғур елидә әйдиз юқум әһвалиниң җиддий болуши уйғурларнила әндишигә селиватқан мәсилә болмастин, бәлки дуняниңму диққитини тартқан бир мәсилә. Илгири уйғур елидики әйдиз юқумдарлириниң көпинчиси зәһәр чәккүчиләр иди, шундақла уда 15 йилғичә сәһийә даирилири уйғур елидә зәһәр чәккүчиләрниң окул йиңнисини ортақ ишлитишиниң уйғур елидики әйдиз тарқилишиниң асаслиқ йоли болуватқанлиқини көрситип кәлгән иди. Бу һәқтә тәкшүрүш елип берип өткән йили-9 айда түркийә һөрийәт гезитидә мәхсус мақалә елан қилған түркийилик доктор сәвил атасой ханим уйғур диярида әйдиз ниң тез тарқилишидики сәвәб үстидә тохталғанда, “барини тәң көрүшни, һәммә нәрсини башқилар билән ортақлишишни яхши көридиған уйғурлар окул йиңнисиниму ортақлашти” дәп оттуриға қойған болуп, ваба вә илләтләрниң һәтта уйғурлардики есил өрп-адәтләрниму суйиистемал қиливалғанлиқи көрситилгән.

2011-Йили мартта уйғур ели сәһийә даирилири җинсий мунасивәт арқилиқ юқушниң уйғур елидә әйдиз тарқилишиниң асаслиқ йоли болуп қалғанлиқини ашкарилиди. Йәни уйғур елидә әйдизниң тарқилиши адәттики кишиләр топида кәң тарқилиш басқучиға киргән.

Йәни алдинқи 15 йилда уйғур елидики әйдиз юқум вәзийитидә, зәһәрлик чекимлик чекишниң йәни зәһәр чәккүчиләрниң охшаш йиңнә арқилиқ зәһәрни окул қилиши билән юқтурувелиши асаслиқ орунни игиләп кәлгән болса, нөвәттә әйдизниң тарқилиши техиму мәхпий вә хәтәрлик йолларға көпәйди. Әхлақи кризис, җинсийәттики чәктин ешишниң инсанийәтни һалакәткә сөрәйдиғанлиқи һәқиқәт, уйғурлар мәйли халисун, халимисун вә яки инкар қилсун, дәл мушу рәһимсиз реаллиқ елип келиватқан трагедийиләргә йүзләнмәктә.

Паһишивазлиқ, бәччивазлиқ, қалаймиқан җинсий мунасивәт буларниң һәммиси уйғур диярида мәвҗут иҗтимаий әхлақ мәсилилири шундақла күнсайин еғирлишиватқан мәсилидур.

Йәни җинсий йол арқилиқ юқуш тез һәм контрол қилиш мүшкүл болған тарқилиш йолидур. Уни пәқәт һәр бир инсан өзиниң әхлақ рамкиси арқилиқла кишәнлийәләйду.

Уйғур ели гәрчә әйдиз әң тез тарқиливатқан җайниң бири болсиму, хәлқниң әйдиздин мудапиәлиниш еңиниң йәнила интайин төвәнлики ашкара бир мәсилә, мушу айниң бешида төт нәпәр хитайниң торларда уйғур әйдизләр ашханиларда қенини темитип әйдиз тарқатмақта дәп иғва тарқитип тәсир қозғиялишиму кишиләрниң әйдиз еңиниң нәқәдәр төвәнликини әмәлий испатлап бәрди.

Уйғур елидики сәһийә назаритиму өткән йили елан қилған әйдиз юқум әһвали доклатида уйғур елидә, әйдизниң алдини елиш иқтидариниң тәкши болмаслиқи, җамаәтниң әйдизниң алдини елиш вә уни тизгинләш еңиниң төвәнлики, әйдиз юқумдарлири вә әйдиз кесәллириниң адрес вә мунасивәт һәм саламәтлик материяллириниң архиплаштурулмиғанлиқи сәвәблик уларниң күндилик паалийитиниң йошурун, кесәл көрситиш вә мәлум қилиш нисбитиниң төвәнлики, давалаш вә мулазимәт түрлириниң аҗизлиқи қатарлиқ нурғун сәвәбләр түпәйли нөвәттики алдини елиш, көзитиш вә давалаш вәзийитиниң йәнила кәскин болуватқанлиқини, әйдизниң тарқилиши хәлқниң һаятий бихәтәрликигә үзлүксиз тәһдит елип келиватқанлиқини тән алған.

Мушу нуқтилардин қариғанда, уйғур елидә әйдиз тарқилишиниң алдини елиш вә давалашта мәхсус башқуруш низами турғузуш уни қанунлуқ қаидилик башқуруш изиға чүшүрүш толиму тәқәззалиқ бир мәсилә икәнлики мутәхәссисләр тәрипидин қайта-қайта оттуриға қоюлмақта.

22-Сентәбир ечилған уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи даимий комитет 14-нөвәтлик йиғинидиму, хәлқ вәкиллири тәрипидин хитай һөкүмитигә әйдизни тизгинләш тоғрисида әйдизниң алдини елиш вә уни давалаш низам лайиһиси сунулған.

Униңда оттуриға қоюлған лайиһиләр, мәшғулат җәһәттә әйдизни көзитиш вә башқуруш, мәлум қилиш тори қуруш, түрмә вә зәһәр ташлатқузуш орунлирида әйдизниң тарқилишиниң алдини елиш вә давалашта җиддий тәдбир елиш, никаһқа тизимлатқанларни һәқсиз әйдиз тәкшүрүшни йолға қоюш,, һамилидар вә туғутлуқ аялларни һәқсиз әйдиз тәкшүрүш, меһманхана, пәрдазхана, сатирашхана мулазимлириға қәрәллик сақлиқ вә әйдиз тәкшүрүшни шәрт қилиш, әйдиз юқумдарлири вә уларниң җорилирини ағриқ пакитидин вақтида хәвәрләндүрүш вә давалаш етибар сиясәтлирини йүргүзүш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Хитай һөкүмити бу лайиһигә асасән уйғур елидә 15 йил кечикип болсиму конкрет вә инчикә бәлгилимә чиқарған.

Һалбуки 28-ноябир күни хитай қизил лента торида хитайда ақма нопусларниң әйдиз тарқитишта әң һәрикәтчан топ икәнликини, шуңа ақма нопусларниң юқумлуқ кесәлликләрни контрол қилиш сәһийә мәсилисини чиң тутушниң зөрүрлүкини елан қилди. Уйғур ели болса хитайниң аталмиш “шинҗаңға ярдәм бериш” сиясити түрткисидә ақма нопус әң көп һәм тез сүрәттә келиватқан бир җай, бу нуқтидин қариғанда, уйғур елидә әйдизниң сирттин келишини тосуп қелиш вә уйғур елидики ақма нопусларниң әйдиз тарқитишиниң алдини елиш җәһәттиму мувапиқ сиясәт вә тәдбир бәлгиләшниң муһим икәнлики көрүнүп туриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.