Әң қәдимий ислам алий билимгаһи - әзһәр билим юрти
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.05.21
2009.05.21
Җүмлидин уйғур елидин келип бу билимгаһида илим шәрбити ичкән уйғур пәрзәнтлириму аз әмәс.
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики ислам универстетини пүттүргәндин кейин, мәккә шәһиридә илмий хизмәтләр билән шуғуллинип келиватқан абдуләзиз әпәндигә әзһәр билим юрти һәққидә бир қанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.
Әзһәрниң 19 - әсирдин бурунқи тәлим - тәрбийә әһвали
Абдуләзиз әпәнди әзһәрни тонуштуруп мундақ деди: "әзһәр мәсчити миладийә 969 - йили бина қилинишқа башлинип, 972 - йили6 - айниң22 - күни рәсмий тамамланған. Әзһәр мәсчити дәсләптә һәм әмәл - ибадәт қилинидиған һәм диний вә пәнний билимләр тәһсил қилинидиған ислам алий дарилфунуни һәм дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән алим - өлималар йиғилидиған вә башқа әлләргә алим - өлималарни әвәтилидиған алий илим мәркизи иди. Кейинчә әзһәр университети тәсис қилинип, диний вә пәнний билимләр өтилидиған ислам билим мәркизигә айланған. Миладийә 1005 - йили әзһәрдә дарулһикмәт қурулуп ялғуз бир түрлүк мәзһәбниң тәлимлирини өгитиш әһвалиға хатимә берилгән, фиқһи мәзһәблиридин мәшһур төт мәзһәбниң тәлимлириму айрим оқутулидиған һалға кәлгән. Йәнә шу йилиси пәлсәпә, тибабәтчилик вә һесабқа охшаш пәнний вә әқлий билимләрму оқутулушқа башлиған."Әзһәрниң 19 - әсирдин кейинки тәлим - тәрбийә әһвали
Абдуәзиз әпәнди йәнә мундақ деди:" 19 - әсирниң бешида, мисирда илмий ислаһат башлинип, һазирқи заман илимлири әзһәрниң дәрсликлиригә киргүзүлиду. Мәшһур ислаһатчи алим муһәммәд абдуниң тиришчанлиқи билән 1895 - йили " әзһәр йетәкчилик һәйити" қурулиду шундақла әзһәрниң дәрсликлиригә математика, физика, җуғрапийә, тарих, хәттатлиқ қатарлиқ йеңи дәрсликләр киргүзүлиду. 1961 - Йили мисирниң шу вақиттики рәиси абдунасир "әзһәрни тәрәққий қилдуруш тоғрисидики 103 - номурлуқ пәрман"ни елан қилип" әзһәр дунявий ислам дарилфунуни, у ислам мираслирини қоғдаш, тәтқиқ қилиш вә тарқитиш шундақла һәр милләт мусулманлириға хизмәт қилиш бурчини үстигә алған, әрәб мәдәнийитини тарқитиш, ислам шәриити, мәдәнийити, әрәб тили вә әдәбияти, қуран кәрим тәтқиқати ишлирида ислам әллири билән болған алақини күчәйтишкә зор әһмийәт бериду" дәп чақириқ қилған. Шуниң билән бир вақитта әзһәрниң пәқәт диний билимләрнила беридиған әмәс, бәлки дуняниң башқа җайлиридики университетлириға охшаш тәбиий пән билимлириниму оқутидиған алий мәктәб болуши керәкликини тәкитлигән. Шуниңдин кейин әзһәр университетида бинакарлиқ, санаәт, медитсина, доригәрлик, йеза игилик, сода, чәтәл тиллири вә ахбарат факултитлири тәсис қилиниду. Оқуш пүттүрүш дипломлири баклавир, магистир вә доктор дәриҗилиригә айрилиду."Һазирқи әзһәр университети
Абдуләзиз әпәндиниң ейтишичә, һазир әзһәр университети дунядики 100 мәшһур алий мәктәпниң ичидә 45 - орунда туриду, у пүтүн дунядики алий мәктәбләрниң тәрәққиятида зор төһпиләрни қошқан. Мәсилән: һазирқи заман алий мәктәблиридә йолға қоюлуватқан ассистент (ярдәмчи оқутқучи) лиқ түзүми13 - әсирдила әзһәрдә кәң қоллинилған.Әзһәр университети универсал университет болуп, униңда 26 алий тәтқиқат оргини бар. Һазир мисирдики әзһәр университетида 43 оғул талиплар инисттоти, 18 қизлар инисттоти болуп, һазирға қәдәр җәми 61 инисттот тәсис қилинған. Бу инисттотлар мисирниң һәр қайси районлириға җайлашқан. Әзһәрниң һәр дәриҗилик мәдрисә вәиниститотлирида оқуватқан талипларниң сани дуняда алдинқи қатарда туриду.
Мисир дөлити 2005 - йиллиқ йилнамисидики санлиқ мәлуматларға қариғанда, әзһәр қурулғандин тартип 2004 - 2005 - йилиғичә болған арилиқта әзһәрдә тәлим алған талиплар сани 205 милйон 9900 дин ашқан. 2004 - 2005 - Йили оқуватқан талиплар сани 101 миң 200 гә йәткән. Буниң ичидә 75 дөләттин кәлгән чәтәллик талипларниң сани 12 миңдин ашқан. Әзһәр системисидики мәктәб вә мәдрисиләрниң сани 7100 гә йәткән.