Рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ вәкилләр өмики финландийә парламентини зиярәт қилди

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк, д у қ ниң явропадики вәкили мәмәт тохти вә финландийидики уйғурлардин обул қасим қатарлиқ кишиләр 2-айниң 2-күни чүштин бурун финландийиниң пайтәхти хелсинки шәһиридики финландийә парламентини зиярәт қилип, көп санда парламент әзалири, инсан һәқлири комитетиниң рәиси, муавин рәиси вә баш катипи қатарлиқ кишиләр билән учришип, уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт елип барған.
Арқидин, дуня уйғур қурултийи һәйити финландийә ташқи ишлар министирлиқи инсан һәқлири башқармиси мәсули вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати финландийә шөбисиниң мәсуллири билән учрашқан. Рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәтниң финландийә зиярити һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн рабийә қадир ханим, сейит түмтүрк әпәнди вә обул қасим әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.