18-Июл хотән вәқәси франсийә авази радиосиға бесим пәйда қилди
2011.07.29

Франсийә авази радиоси 18-июл күни “шинҗаңда сақчиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди, һөкүмәт даирилириниң бастуруши билән көп адәмләр өлди” намлиқ бир хәвәрни елан қилған. Хәвәрдә хитай тәшвиқат қорали билән д у қ баянатчисиниң сөзлиридә зор пәрқ барлиқини, 18-июл хотән вәқәсиниң 2008-йили йүз бәргән хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәсидин кейинки әң зор сақчиларға һуҗум қилиш вәқәси икәнликини язған вә 2009-йили йүз бәргән 5-июл вәқәсигә мунасивәтлик бир сүрәтни ишләткән. Буниң билән уйғур аптоном районлуқ ахбарат ишханисиниң мудири ху хәнмей хитайниң йәр шари вақти гезитидә 19-июл күни дәрһал наразилиқ баянати елан қилип, франсийә авази радиосиға рәддийә бәргән.
Хитай ахбаратида, хотәндики зораван күчләрниң 18-июл күни илгири-кейин 4 адәмни өлтүргәнлики, 6 адәмни тутқун қилғанлиқи, бөлгүнчилик байриқини навағ сақчиханисиға қадиғанлиқи тилға елинип, қандақтур д у қ баянатчиси оттуриға қойғандәк вәқәниң алдида тинч намайиш болмиғанлиқи баян қилинған һәмдә франсийә авази радиосиниң чәтәлләрдики миллий бөлгүнчиләрниң сөзлирини асас қилип хәвәр елан қилғанлиқи, миллий бөлгүнчиләрниң тәшвиқатиға ярдәм бәргәнлики, 5-июл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик сүрәтни ишлитип, дуня җамаитини қаймуқтурғанлиқи оттуриға қоюлған.
Хитай һөкүмәт тәрәпниң франсийә авази радиосиға билдүргән бу рәсмий наразилиқи вә хитай пуқралириниң тор бәтлиридики әсәбийләрчә һақарәтлири түпәйли бесимға дуч кәлгән франсийә авази радиоси 20-июл күни изаһат елан қилишқа мәҗбур болған. Бүгүнгичә франсийә авази радиоси тор бетидә баш тема сүпитидә сақлинип туруватқан бу изаһатта үч түрлүк чүшәнчә оттуриға қоюлған болсиму, хитай һөкүмитидин хәвәр мәзмуни үстидә рәсмий әпу сораш тәләппузи әкс әтмигән. Әмма әйни чағда хәвәр үчүн ишләткән сүрәткә изаһат бәрмәй, 5-июл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик сүрәтни 18-июл хотән вәқәсигә аит хәвәрдә елан қилғанлиқидин әпу сориған.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бүгүн бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, алди билән хитай ахбарат васитилири билән ғәрб ахбарат васитилириниң түп пәрқи һәққидә тохтилип өтти. У йәнә д у қ ниң 18-июл хотән вәқәси һәққидә дуняни әң тоғра мәлумат билән тәминләшкә тиришқанлиқини тилға алди.
Хитай даирилири вә пуқралири нәзиридә франсийә авази радиосиниң чоң хаталиқи икки түрлүк болуп, буниң бири; хитайниң ахбаратини асас қилмай, д у қ баянатчисиниң сахта ахбаратини асас қилғанлиқ, иккинчиси; хата рәсим ишләткәнлик.
Бу мунасивәт билән уйғур аптоном районлуқ ахбарат ишханиси наразилиқ билдүрүпла қалмай, хитай пуқралириниң наразилиқ садалириму франсийә авази радиоси тор бәтлирини қаплиған. Бәзи хитайлар әйнән һалда “җуңгода уйғурларни өз ичигә алмиған пүтүн хәлқ уйғур террорчилирини яман көриду” десә, йәнә бәзи хитайлар “силәр ғәрб ахбаратлири баштин-ахири уйғур террорчилириға һесдашлиқ қилип, ян бесип кәлдиңлар, 18-июл хотән вәқәсиниң 11-сентәбир вәқәсидин немә пәрқи?” дегән. Йәнә бәзилири “биз әлвәттә хитай коммунист һакимийитини яхши көрмәймиз, лекин уйғур террорчилириниму яхши көрмәймиз, җуңгониң бир пүтүнлүкигә қарши уйғурларға бизму қарши” дегән. Йәнә бәзилири болса франсийә авази радиосиға очуқ-ашкара һалда һақарәтләрни қилған. Инкас йезиватқанлар арисидики бәзи хитайлар, бу инкасларниң хитай һөкүмити тәрәптин уюштурулуватқанлиқини илгири сүрүп, “бәш мочәнлик язғучилар” ниң бу сөзлиригә ирән қилмаслиқни, хитай ахбаратиға ишәнмәсликни, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң һәқлиқ һәрикәт икәнликини баян қилған.