Санаәтләшкән 20 дөләт нәзиридики хитай
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2010.06.25
2010.06.25
AFP Photo
Бу мақалиләрниң көпинчисидә G20 ниң дунядики алдинқи қатарда туридиған иқтисади җәһәттики күчлүк әзаси хитайниң дуня мәсилилиригә анчә пәрва қилмайватқанлиқи, униң санаәтләшкән 20 дөләтниң бир әзасиға мунасип һалда дуня мәсилилиридә актип рол ойнимайватқанлиқи тилға елинған.
Йеқинда канадада чиқидиған йәр шари почтиси гезитидә, аптор марк маккиннонниң қәлими билән йезилған "хитай G20 дин немиләрни күтиду" мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалидә аптор, "биз санаәтләшкән 20 дөләтниң алий дәриҗиликлиридин, силәр хитайдин немиләрни күтисиләр дегән соални сориғандин көрә,санаәтләшкән 20 дөләтниң әң тез йүксиливатқан қудрәтлик күчи хитай, 20G дин немиләрни күтиду дәп сориғинимиз яхширақ, чүнки хитай G20 гә бир иш қилиш үчүн әмәс, бәлки дунядин бир нәрсиләр елиш үчүн қатнишиватиду дәп язған. Аптор йәнә мақалисидә хитайниң күтидиғини дуня мәсилилиригә арилишиш әмәс, бәлки қандақ қилип дуня фондидин көпрәк ярдәмни қолға кәлтүрүш, қандақ қилғанда дуняни иқтисади кризистин қутулдуруш әмәс, бәлки хитай пулиниң ташқи перевот қиммитини бир нуқтида сақлап қелиш, хитай G20 ниң һәр даим өз көмичигә чоғ тартидиған бир әзаси" дәп язған.
Бу қетим канаданиң торонто шәһиридә 26 - 27 - июн күнлири өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт алий дәриҗиликләр учришишиниң асаслиқ күнтәртиплири ичидә хитайни раһәтсиз қилидиған бир күнтәртип бар. У болсиму, хитай хәлқ пулиниң ташқи привоттики қиммитини муназирә қилиш вә бу һәқтә бир үнүмлүк болған истратегийә түзүп чиқиштин ибарәт.
Өткән һәптә, хитай хәлқ пулиниң қиммити мәсилисиниң санаәтләшкән 20 дөләт алий дәриҗиликләр учришиши арқилиқ, хәлқара күнтәртипкә килидиғанлиқидин интайин биарам болған иди вә арқа - арқидин баянат елан қилип, "хитай пулиниң қиммити мәсилисиниң санаәтләшкән 20 дөләт алий дәриҗиликләр учришишида муназирә қилинишиниң һечқандақ әһмийити йоқ, санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлири учришиши хәлқ пулиниң қиммити мәсилисини музакирә қилидиған тоғра җай әмәс" дәп келиватқан иди.
Өткән һәптиниң ахирлириғичә хитайниң муавин ташқи ишлар министири сүй тйәнкәй, хитай банкисиниң башлиқи җаң тав қатарлиқлар арқа - арқидин баянат елан қилип, хитайниң ташқи перевот бәлгилимилиригә ташқи күчләрниң тосалғулуқ қилмаслиқини оттуриға қоюп, "хәлқ пулиниң қиммити мәсилиси хәлқара җамаәт муназирә қилидиған мәсилә әмәс, хәлқ пулиниң қиммити мәсилиси G20 учришишиниң күнтәртипидин чиқириветилиши керәк, 20G хәлқ пулиниң қиммити муназирә қилинидиған тоғра җай әмәс, бу мәсилини бейҗиң өзи һәл қилиду" дәп қаттиқ позитсийә билдүргән иди.
Хитай тәрәпниң бу хил қаттиқ тәләппузидики баянатлириға қарита өткән җүмә күни оттава тәрәпму бир баянат елан қилип, хитай тәрәпниң бу наразилиқлириға қаримай G20 өз күнтәртипидә хитай пулиниң қиммити мәсилисини давамлиқ муназирә қилишни сақлап қалидиғанлиқини вә хитай пулиниң қиммити истратегийсини түзүп чиқидиғанлиқини билдүргән иди.
Америка пул муамилә саһәсидики әрбапларму, G20 хитайниң йүән мәсилисидики қелиплишип кәткән мәйданини өзгәртиштики яхши пурсәт дәп қариған.
Әмма, йәкшәнбә күни хитай тәрәп бир аз юмшап, хәлқ пулиниң қиммитидә азрақ тәңшәш елип баридиғанлиқи һәққидә баянат елан қилди. Канада мәтбуатлири йеқинқи күнләрдин буян хитайниң өз позитсийисини тез өзгәртиватқанлиқини диққәткә алмақта.
Канада баш министири стәфен харпер вә америка президенти барак обамаму, хитайниң бу иҗабий йеқинлишишидин үмидләнгәнликини, хитайниң бу қарарини қарши алидиғанлиқини вә бу қарарниң хитай пулиниң долларға тегишиш қиммитини өстүрүштә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.
Немә үчүн хитай хәлқ пулиниң қиммити мәсилисидики мәйданини шунчә тез өзгәртти вә шунчә қаттиқ позитсийисидин бирдинла ерип кәтти?
Көзәткүчиләр, хитайниң хәлқара базарлардики әң муһим риқабәт үстүнлүки һесабланған әрзан әмгәк күчи козоридин айрилип қелиш гирдабиға берип қеливатқанлиқини муназирә қиливатиду.
Канада мәтбуатлириниң мулаһизилиригә асасланғанда, хитайниң узун йиллардин буян давамлаштуруп келиватқан әрзан әмгәк күчи үстүнлүкигә қарши, хитайда вә хитайдин башқа 20 дөләттики хитай ширкәтлиридә ишләватқан ишчиларниң кәң көләмлик иш ташлаш һәрикәтлири шуниңдәк америка вә явропадики көплигән дөләтләрниң наразилиқлири хитайни хәлқ пулиниң қиммити мәсилисидики мәйданини өзгәртишкә мәҗбур қилған сәвәбләр болуши мумкин икән.
Канада мәтбуатлири хитай ишчилириниң наразилиқ һәрикәтлирини, асиядики дәриҗидин ташқири зор күч һесабланған хитайни, риқабәт күчини йоқитишқа сөрәп кириши мумкин дәп мулаһизә қилишмақта.
Йеқиндин буян хитайдики хонда вә тойота ширкәтлиридә ишләйдиған ишчилар әслидики 170 доллар айлиқ иш һәққини 250 долларға өстүрүп беришни тәләп қилип намайиш қиливатқан болуп, бу хилдики иш ташлаш һәрикәтлири хитай өлкилиридин һалқип чәтәлдики 20 дөләттики хитай ширкәтлиригә қәдәр кеңәйгән. Бу сәвәбтин хитай бәзи өлкиләрдики ишчиларниң маашини өстүрүп беришкә мәҗбур болған.
Америка 2 йилдин буян, хитайниң йүәнниң ташқи привоттики қиммитини контрол қиливтқанлиқиға изчил наразилиқ билдүрүп келиватқан болуп, америкидики ишсизлиқниң сәвәбиниму шуниңдин көрүп кәлгән иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.