Гәнсу апәт районлиридин кәлгән хитай деһқанлар или йезилириға йәрләштүрүлди

Или районидики қилған деһқанлар бу йил әтияздин башлап, гәнсу өлкисидики апәт районидин кәлгән бир түркүм хитай деһқанлириниң или йезилириға тарқақлаштурулуп орунлаштурулғанлиқини инкас қилди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.03.30
ghulja-305.jpg Ғулҗа хәритиси. 2005-Йили.
wikipedia.org

2010-Йили 16-авғуст күни хитайниң “хәлқ гезити” торида, гәнсу даирилириниң гәнсудики вуду апәт районидин уйғур елигә нопус йөткәш һәққидә, бейҗиң һөкүмитигә тәклип сунғанлиқи һәққидики хәвәр берилгән иди.

Шу күнидики хәвәрләрдә йәнә, бейҗиңдики тармақларниң, бу тәклип үстидә ойлишидиғанлиқини билдүрүлгән. Әмма 17-авғусттин башлап, хитайниң гәнсу өлкисидики һөкүмәт тор бәтлиридә, уйғур елигә нопус йөткәш һәққидики хәвәрләр өчүрүветилгән һәм гәнсу даирилиридин бири, мәтбуатта мәхсус бу һәқтә изаһат берип, гәнсуниң уйғур райониға нопус йөткәш пилани йоқлуқини билдүргән иди. Хитайчә “алма гезити” ниң 17-авғуст гәнсудики апәт районидин уйғур елигә нопус йөткәш тәклипиниң инкар қилинғанлиқи һәққидики мақалисидә, уйғур райониниң вәзийити җиддий һәм сәзгүр болғанлиқи үчүн, даириләрниң бу һәқтики сөзлирини дәрһал йиғиштурувалғанлиқини ейтқан.

 Әйни чағда мәзкур хәвәр тарқалғандин кейин, дуня уйғур қурултийи пиланға дәрһал инкас қайтурған вә бейҗиң даирилирини “уйғур райониға зор түркүмдә нопус йөткәшкә баһанә издәватиду” дәп әйиблигән иди.

 Әмма радиомиз йеқиндин буян уйғур елидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш девизийисиниң һәрқайси полклири һәтта уйғурлар зич олтурақлашқан или районидики бир қисим йезиларғиму гәнсу өлкисидики апәт районидин хитай көчмәнлири йөткәп орунлаштурулмақта икән.

Ғулҗа наһийисидики деһқанларниң билдүрүшичә, бу йил баш әтиязда ғулҗа наһийисиниң пәнҗим, чолуқай, молтохтийүзи қатарлиқ йезилириға, һәр бир кәнткә 10 аилидин тәхминән 500 аилилик гәнсулуқ хитай деһқанлири орунлаштурулған.

Уйғур деһқанлириниң билдүрүшичә, наһийилик һөкүмәт гәнсудики апәт районидин кәлгән бу көчмән хитайларни мәхсус улар үчүн селинған өйләргә орунлаштурған. Бу көчмән хитайлар һөкүмәтниң ярдимидә һәр бир парник үчүн 40-50 миң йүән әтрапида хәлқ пули мәблиғи селинип қурулған парникларда көктат өстүрүшкә башлиған.

 Радиомизға инкас қилған деһқанларниң билдүрүшичә, ғулҗа наһийисидики деһқанлар арисида икки йилдин буян наһийидики деһқан-чарвичилардин “айланма тәрәққият райони қурулуши” үчүн дәп мәҗбури еливелинған йәрләрниң хитай өлкилиридин йөткәп келингән бу хитай көчмәнлиригә берилгәнликигә наразилиқ кәйпияти күчийишкә башлиған.

Или областиниң һөкүмәт хәвәрлиридә болса, пәқәт икки йилдин буян ғулҗидики “айланма тәрәққият райони” қурулушиниң тезлитилгәнлики һәққидики хәвәрләрла берилип, һазирға қәдәр или райониға районға қанчилик хитай көчмәнлириниң йөткилип кәлгәнлики һәққидә һечқандақ хәвәр берилмигән.

Әмма бултур 11-айниң 15-күни “уйғурбиз” тор бетиниң хәлқара тор бекитидә берилгән бир хәвәрдә билдүрүлүшичә, гәнсуниң вуду районидин көчүшкә тәйярланған көчмәнләр 348 аилә, 1243 киши болуп, булар или областиниң ғулҗа наһийиси, текәс, күнәс вә нилқа наһийилиригә орунлаштурулидиғанлиқи хәвәр қилинған иди.

Хитай һөкүмити бултурдин буян уйғур елидики биңтуәнгә орунлаштурулидиған хитай көчмәнлирини йәниму көпәйткән. Биңтуән тор бекитиниң 2010-йили 27-авғусттики хәвиридә, 2010-йили 10-11-ай мәзгилидә биңтуән тәвәсидики пахтиларни йиғивелиш үчүн 300 миң әмгәк күчини гәнсу өлкисиниң латқа апити йүз бәргән вуду районидин һәм хенән өлкисидин йөткәп келинидиғанлиқи хәвәр қилинған болуп, бу көчмәнләрниң уйғур елидики биңтуән тәвәсидә мәңгүлүк йәрлишип қалидиғанлиқи хәвәр қилинған иди.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин илшат һәсән әпәндиму илгири өзиниң ғулҗа наһийисиниң чолуқай йезисида өсүп йетилгәнлики үчүн, ғулҗа наһийисидә әслидинла йәр қислиқини, әмма йеқинда өзиниң чолуқайдики туғқанлиридин әслидинла йәр вә су қис болған чолуқай йезисиниң юқири қисмидики бинәм йәрләргә 3000 дин 4000 ғичә хитай көчмәнлириниң орунлашқанлиқи һәққидики хәвәрни аңлиғанлиқини билдүрди.

Илшат әпәнди хитай көчмәнлириниң һазир шәрқий түркистанға орунлашқан биңтуәндин башқа йәнә йәрлик уйғур йезиларғиму көпләп орунлаштурулушиниң, хитайниң уйғурлар вәтинигә қаратқан көчмән йөткәш қәдимини техиму тезлитиватқанлиқиниң бешарити икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.