Горбачеф йигирмә йил бурунқи вәқәләрни әсләп йеңи пикир оттуриға қойди
2011.08.18

8-Айниң 19-күни москвада бир мухбирлар йиғини ечилған. Бу йиғинда, сабиқ совет иттипақи президенти, демократик ислаһат елип беришта шәрәп қазинип нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән михаил горбачеф буниңдин йигирмә йил бурун сабиқ совет иттипақида йүз бәргән вәқәләрни әсләп, өзиниң йеңи көз қарашлирини оттуриға қойди.
Москвада бүгүн ечилған бу мухбирлар йиғини, дәл 1991-йили 8-айниң 19-күни сабиқ совет иттипақи гумран болуш алдида турғанда, әшәддий коммунистлар совет иттипақини сақлап қелиш үчүн һәрбий өзгириш қилип, һакимийәтни тартивалмақчи болған күнгә тоғра кәлгән. Йигирмә йил бурунқи бүгүнки күндә, йәни совет иттипақида ислаһат елип бериш келишими имзалиништин бир күн бурун, әшәддий коммунистлар һәрбий өзгириш қилиш үчүн һәрикәткә атланған. Горбачеф қара деңиздики бир арамгаһида нәзәрбәндкә елинған.
Әмма шу күни, әйни вақиттики русийә федиратик җумһурийитиниң башлиқи борис йелтсин демократини қизғин сөйидиған хәлқ аммисини сәпәрвәр қилип, парламент бинасиға тутушидиған йолларниң һәммисигә тосуқ қойғанлиқи үчүн, шу күндики коммунист исяни тосуқлардин бөсүп өтәлмәй әмәлгә ашмиған. Нәтиҗидә совет иттипақида ислаһат елип бериш келишими дәл вақтида имзалинип, русийә мустәқил болғанлиқини җакарлиған. Бу, башқа җумһурийәтләрниңму мустәқил болушиға түрткә болған. Шуниңдин кейин совет иттипақи бирақла гумран болған. Вәқәдин кейин, әшәддий коммунистлар һәрбий өзгириш қилидиған танка, брунивиклар тосуқларни бузуп өтүшкә урунған. Әйни вақитта, танкиларни вуҗуди билән тосқан, танка зәнҗиригә йөгилип сөрилип йүрүп һаятидин айрилған қәһриманлар үчүн хатирә мунари тикләнгән иди.
Б б с ниң баян қилишичә, москвада бүгүн ечилған бу мухбир йиғинида, горбачиф әйни вақиттики совет коммунист партийиси, әйни вақитта совет иттипақида йүз бәргән ғайәт чоң өзгириш, һазирқи русийә президенти веладимир путин вә дуняда техичә мустәбитликтин ваз кәчмигән хитай коммунист партийиси қатарлиқ темиларда соралған соалларға җаваб бәргән. Горбачефниң бүгүн москвада ечилған мухбирлар йиғинида қилған сүзиниң мәзмунлири волт стерит журнили, һиндистан хәвәрлири қатарлиқ хәлқарада оқурмәнлири әң көп гезитләрдиму һәрхил темиларда елан қилинди. Әмма бу һәқтики хәвәрләрни хитайниң дөләт ичидики учур васитилириниң һечқайси басмиди.
Волт стерит журнилида баян қилинишичә, горбачеф совет иттипақи гумран болғандин кейин хәлқ сайлиған русийә президенти йелтсиндин кейин, 2000-йили русийә президенти болған, әслидики совет иттипақи к г б синиң капитан майори, әйни вақиттики ислаһатни “совет иттипақиниң гумран болғанлиқи 20-әсирдики әң чоң геополитикилиқ балайиапәт” дәп қариған веладимир путин һәққидә тохталғанда, биз һазир веладемир путин сабиқ совет иттипақиниң кона йолиға қайтиватқан дәврдә яшаватимиз, дегән.
Әнглийидә чиқидиған “муһапизәтчи” гезитиниң баян қилишичә, горбачифниң москвада бүгүн ечилған мухбирлар йиғинида ейтишичә, ө әйни вақитта совет иттипақи коммунист партийисиниң баш секритарлиқидин истепа берипла қутулмай, бәлки һоқуқ тутуватқан вақиттила коммунист партийини үзүл-кесил йоқ қиливәткән болса, һазирқидәк иқтисадий қалаймиқанчилиқ чиқмаслиқи мумкин иди. Әмма горбачеф бу мәсилини һес қилғанда, аллиқачан нәзәрбәндкә елинип қалған.
Москвада бүгүн ечилған мухбир йиғинида горбачиф, совет иттипақидин ибарәт коммунизм қорғини гумран болғандин кейин, пүтүн дуняда хитай башчилиқидики бир нәччила коммунизм дөлити қалғанлиқи, буларниң тәқдири буниңдин кейин қандақ болидиғанлиқи һәққидә соралған соалларға җаваб бәргәндә, хитайда ислаһатни йолға қойидиған вақит барғансери йеқинлап қалди, дегән.