Улрих делиус: хитай йеңи рәһбәрлик қатлиминиң уйғур кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилишиға үмид бағлиғили болмайду
2012.09.27
Дуня уйғур қурултийиниң илгири сүрүшичә, йиғинниң асаслиқ темиси шәрқий түркистандики уйғур хәлқиниң хитай коммунист һакимийити ишғал қиливалған 63 йилдин кейинки вәзийити, хитай рәһбәрлик қатлимидики алмишишниң уйғурларға көрситидиған тәсири һәққидики мәсилиләрни чөридәп елип берилиду.
Хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул директори улрих делиус әпәнди мәзкур йиғинда доклат беридиған шәхсләрниң бири. У өзиниң бу қетимқи йиғинда сөзләйдиған темиси һәққидә тохтилип: компартийиниң рәһбәрлик алмишидиған келәр қетимлиқ қурултийи мушу өктәбирдә чақирилидиғандәк қилиду. Мән йиғинда вәзийәт һәққидә болупму, асаслиқ йетәкчи шәхсләр, уларниң өткән бир йиллиқ паалийити һәққидә қисқичә тәтқиқат йүргүзүп, уларниң тарихий, аиливи вә сиясий арқа көрүнүшини анализ қилип өтимән. Өзгириш болуштин үмид бар - йоқлуқи, биз күткәндәк түп характерлик өзгириш йүз беридиған - бәрмәйдиғанлиқ тоғрисидики муһим мәсилиләр һәққидә тохтилимән, дәп көрсәтти.
1 - Өктәбирдики йиғин икки қисимға бөлүп елип берилиду. 1 - Бөлүми рәһбәрликниң уйғурларға көрситидиған йошурун тәсири, 2 - бөлүми хитайниң рәһбәрлик алмишиши вә хәлқара җәмийәтниң буниңға қандақ инкас қайтуруши һәққидә болуп, д у қ бу йиғинниң “уйғур җамаәтчиликини кәң көләмлик рәһбәрлик алмишиши елип келидиған өзгириш, буниң уларға вә шәрқий түркистандики уруқ - туғқан, дост - бурадәрлиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи һәққидә музакирә елип бериш пурсити билән тәминләйдиғанлиқи” ни билдүргән. Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса йиғин һәққидә мәлумат берип, бу арқилиқ дуня җамаәтчиликиниң диққитини шәрқий түркистан мәсилисигә җәлп қилишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, баварийә сотсиял демократлар партийиси парламент гурупписиниң рәиси маркус рендирспечир әпәнди, йешиллар партийиси парламент гурупписиниң рәиси маргерет баус ханим қатарлиқ шәхсләр ечилиш нутқи сөзләйдиған бу йиғинда, хитай кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә мол тәҗрибигә игә шәхсләр, уйғур мәсилисигә мунасивәтлик әрбаблар доклат бериду. Доклат беридиғанлар арисида хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатидики улрих делиус әпәндидин башқа, италийә парламентиниң кеңәш палата әзаси марко пердуса, хәлқара кишилик һоқуқ җәмийитиниң мәсул хадими петер мүллер, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң пәхри рәиси әркин алиптекин, рәиси наваң чопел қатарлиқ шәхсләр, түркийә һаҗиөпә университети оқутқучиси, доктор әркин әкрәм қатарлиқ мутәхәссисләр бар.
Мәзкур йиғин хитай компартийиси 18 - қурултийи пат йеқинда чақирилип, хитай компартийә баш секретари ху җинтав вә баш министири вен җябав қатарлиқ мәркизи комитет сиясий бюросидики бир қанчә даимий әзаси дәм елишқа чиқиш алдида турған, уларниң орниға ши җинпиң башчилиқидики йеңи сиясий бюро тәшкил қилинидиған мәзгилдә чақирилған.
Бу мәзгил йәнә, хитайниң мәмликәт ичи - сиртида ши җинпиң башчилиқидики хитай йеңи рәһбәрлик қатлимини сиясий ислаһат елип берип, хитайниң демократийилишишини алға сүрүш, кишилик һоқуқни қоғдаш, хәлқара әһдинамиләргә риайә қилишқа чақириватқан пәйткә тоғра кәлгән иди.
Лекин хәтәр астидики милләтләр тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул директори улрих делиус әпәнди әскәртип, хитай йеңи рәһбәрлириниң демократийә, кишилик һоқуқ вә уйғурларниң һоқуқини қоғдаш мәсилисидә өзгириш ясайдиғанлиқиға үмидвар қаримайдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: әлвәттә, бизниң мәлум өзгириш елип берилиши зөрүр, дәйдиған үмидимиз бар. Болупму, аз санлиқ милләтләргә мунасивәтлик вәзийәттә өзгириш болушини вә диалог елип берилишини үмид қилимиз. Бирақ вәзийәтни тәһлил қилғанда болупму, ши җинпиңниң арқа көрүнүшини тәһлил қилғанда бизгә у, миллий сиясәткә түп характерлик өзгәртиш киргүзидиған шәхслик тәсирати бәрмәйду. Әпсуски, мән уни сиясәткә өзгәртиш елип баралайдиған шәхс, дәп қаримаймән.
Улрих делиус, ши җинпиңниң қийин әһвалда қалған болуши мумкинлики, чүнки униң партийә ичидики охшимиған гуруһлар билән мурәссә қилиш йолини талливалғанлиқини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, уйғур мәсилиси хитай үчүн ноқул миллий мәсилә әмәс, бәлки хитай иқтисадиниң муқимлиқи билән мунасивәтлик мәсилә.
Делиус әскәртип: уйғур мәсилиси хитайниң муқимлиқи вә иқтисадиға зор дәриҗидә тәсир қилидиған мәсилә болғачқа, у ноқул миллий мәсилә әмәс, бәлки у йәнә хитай иқтисадини хам әшя билән тәминләшкә мунасивәтлик мәсилә. Ши җинпиң шәрқидики санаәт районлири билән зич мунасивәтлик шәхс. Шуңа бизниңчә у алди билән хитайниң муқимлиқини сақлаш, намрат районлар билән бай районларниң пәрқини азайтишқа тиришиши мумкин. Бирақ униң мәдәнийәт һоқуқи, демократийә һоқуқиға көңүл бөлүп, очуқ пикирлик болуши натайин, дәп көрсәтти.
Дуня уйғур қурултийиниң 1 - өктәбир хәлқара илмий муһакимә йиғини һәққидики уқтурушида илгири сүрүшичә, хитайниң һазирқи ху җинтав, вен җябав қатарлиқ рәһбәрлириниң һоқуқтин айрилиши икки хил еһтималлиқни пәйда қилиши мумкин. Йәни буниң я ислаһат елип бериш еһтималлиқи мәвҗут кишиләр, яки қаттиқ қол шәхсләргә йол ечип бериш еһтималлиқи бар.
Дуня уйғур қурултийи әскәртип “пәвқуладдә һалқилиқ бир мәзгилдә туруватқан уйғурларға, һазирға қәдәр сәл қаралған яки мәвҗут болмиған кишилик һоқуқини яхшилаш җәһәтләрдә, аз учрайдиған бәзи пурсәтләрниң туғулуш истемали” барлиқини билдүргән. Мәзкур тәшкилатниң билдүрүшичә, мәсилә йәнила хитайниң қайси йолда меңиши рәһбәрликкә кимләрниң сайлиниши билән мунасивәтлик.