Германийидики уйғурлар роза һейтни биллә өткүзди

30 Күнлүк рамзанни ахирлаштурған германийидики уйғурлар 30-авғуст күни роза һейт намизини д у қ залида биргә оқуди вә аилиләр ара һейт пәтиси қилишип, қериндашлиқ меһрини йәткүзүшти.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.08.31
germaniye-roza-heyt1-305.jpg Германийидики уйғурлар роза һейт намизини д у қ залида отиди вә һейтлиқ паалийәт елип барди. 2011-Йили 30-авғуст.
RFA/Ekrem

Һәр йилқиға охшаш, мюнхенда бу йилқи һейт намизиму д у қ ниң йиғин залида өткүзүлди. Роза һейт намизиға мюнхендики 100гә йеқин уйғур әрлири вә яш-өсмүрләр қатнишиш билән биргә, норвегийә, шветсийә қатарлиқ әлләрдин кәлгән бир қисим меһманларму иштирак қилди. Намаздин илгири 1000 ойруға йеқин сәдиқә-питир йиғилди һәмдә зөрүр еһтияҗлиқ җайларға дәрһал йәткүзүш бәлгиләнди. Намаздин кейин, уйғур җамаити өз-ара сәмимий көрүшүп, бир-бириниң һейтини тәбрикләшти. Шәһәр мәркизидики уйғур ресторанлириға кирип, ресторан хоҗайинлири тәрипидин уюштурулған һәқсиз наштилиқларға еғиз тәгди.

germaniye-roza-heyt2-385.jpg
Германийидики уйғурлар аилиләр ара һейт пәтиси қилишип, қериндашлиқ меһрини йәткүзүшти. 2011-Йили 30-авғуст.
RFA/Ekrem

Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, мюнхендики уйғур җамаитиниң имами болған турғун алавудун һаҗим зияритимизни қобул қилип, германийидики уйғурларниң бу йилқи рамзан ейиниң яхши өткәнликини һәмдә кәлгүсидә уйғур вәтинидә мушундақ әркин-азадилик ичидә һейт өткүзүшкә несип болушини тилиди.

Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, германийидики уйғурларниң наһайити яхши бир адәткә игә икәнликини, бу яхши әнәнилириниң йәниму давамлишишиға болған тиләклирини билдүрүп өтти.

Шәһәр мәркизидики ресторанларда наштилиқлирини тамамлиған бир қисим уйғур җамаити топ-топ болуп, қанчилиған аптомобилларда шәһәр ичи вә сиртидики қериндашлириниң өйлиригә һейт пәтиси қилип, мусапирчилиқта яшаватқан қериндашлириға һейт кәйпияти һес қилдурди вә қериндашлиқ меһирлирини йәткүзүшти. Бу һейт пәтиси 30-авғуст күни бир күн давамлашти. Саһибханилар толиму хурсән болушти вә меһманларни зор иззәт-икрамлар билән күтти.
Һәммила аилидә һейтлиқ саңза вә татлиқ түрүмләр пишурулған болуп, гоя вәтәндики һейт мәнзирисини әслитәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.