Мюнхендики намайишта, хитай юртимиздин чиқип кәтсун дегән шоарлар әвҗигә чиқти
2011.07.25
Мән мюнхен бир уйғурға телефон қилған һаман, у янфони арқилиқ маңа намайишта товлиниватқан шоарларни аңлатти.
Бүгүн чүштин кейин саәт 4 тин 6 гичә болған бу намайишта “хитай юртимиздин чиқип кәтсун, биз мустәқиллиқимизни әслигә кәлтүримиз” қатарлиқ шоарлар германчә вә хитайчә товлиниватиду.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, бүгүнки намайишниң мәқсити вә намайиш әһвалини тонуштурди. Униң ейтишичә, бүгүнки намайишта көтүрүлгән байрақлар, дәл уйғурлар хотәндә сақчиханиға қадиған ай юлтузлуқ көк байраққа охшаш байрақ. Бу намайишта йәнә үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәсини чүшәндүридиған рәсимләр бар. Хитай консулханисиға веза беҗиргили кәлгән германлар бу намайишта товланған шоарларни алаһидә диққәт қилип аңлиған.
Әмди намайиш әһлиниң чин сөзлирини аңлайли: намайиш мәйданидики бир уйғур ханим юртни интайин сеғиндим дәп сөзини башлап, бүгүнки намайиштин алған тәсиратини сөзләп бәрди.
У вәтәндики уйғурларға чин йүрәк сөзини ипадиләп, биз чоқум хитай мустәмликичилирини юртимиздин қоғлап чиқиримиз, биз чоқум азад болимиз деди.
Намайиш әһлидин йәнә бир уйғур әр, миниң юртум шәрқий түркистан дәп сөзини башлиди вә сөзидә, хитайниң хотәндә елип бериватқан қирғинчилиқиға болған нәпритини ипадилиди.
Намайишта, баштин-ахир, хитай юртимиздин чиқип кәтсун, мустәқиллиқимизни әслигә кәлтүримиз, әркинликимизни әслигә кәлтүримиз дегән шоарлар яңрап турди.