Рабийә ханимниң явропа зиярити германийидә ахирлашти
2011.02.07

"Бир дуня өйи" дә чақирилған 6-февралдики мурасимға көплигән уйғурлар қатнашқан болуп, бу мурасим уйғурларниң истиқлал марши билән башланди.
Мурасимға д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди йетәкчилик қилди вә рабийә ханимниң явропада елип барған зияритиниң асаси мәзмунидин мәлумат бәрди.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим уйғур җамаитигә нутуқ сөзләп, алди билән германийә уйғурлириниң өзини қизғин күтүвалғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрди.
Рабийә ханим өз нутқида д у қ ниң йиллардин бери елип барған паалийәтлириниң нәтиҗисини сөзләш билән биргә, 5-айда чақирилидиған уйғур алий кеңиши йиғини һәққидә чүшәнчә берип өтти.
Бу қетимқи йиғинда йәнә, германийә уйғур аяллири комитетиниң рәһбәрлик аппаратида елип берилған ислаһат һәққидә, аяллар комитетиниң рәиси гүлнар ханим мәлумат бәрди.
Бу қетимқи мурасимда көплигән темилар һәққидә музакирә болуп өтти. Рабийә қадир ханим йиғин хатимисидә зияритимизни қобул қилип, өзиниң йәттә дөләттә елип барған зияритиниң нәтиҗилик болғанлиқини тилға алди.