Германийә-хитай дипломатик мунасивитиниң 40 йиллиқ хатирә күнидә
2012.10.11

Германийә долқунлири радиосиниң 11-өктәбирдики хәвиридә баян қилинишичә, германийә билән хитай 1972-йили 10-айниң 11-күни дипломатик мунасивәт орнатқан болуп, германийә тәрәптин әйни чағдики ташқи ишлар министири валтер шеил, хитай тәрәптин җи пиңфей хитай пайтәхти бейҗиңда келишимгә имза қойған. Бу 40 йилда икки дөләт оттурисидики мунасивәт қандақ давам қилди?
Анализчиларниң илгири сүрүшичә, германийә билән хитай оттурисидики мунасивәт сиясәт, иқтисад, пән-техника, мәдәнийәт қатарлиқ көп тәрәпләргә туташсиму, әмәлийәттә бу икки дөләтниң 40 йиллиқ мунасивитини анчә көңүллүк яки нәтиҗилик бир мунасивәт дәп баһалашқа болмайду.
Германийә билән хитайниң иқтисадий келишим соммиси 100 милярд долларлиқ өткәлни бесип өткән болсиму, икки дөләт оттурисида нурғунлиған сүркилишләр, зиддийәтләр мәвҗут. Кишилик һоқуқ мәсилиси түпәйли пәйда болған кона сүркилиш бүгүнгә қәдәр давамлашмақта. Германийә тәрәп хитайни герман маллирини копийә қилиш, хитайларниң түзгән иқтисадий тохтамлардин йенивелиши, техника оғрилаш, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қатарлиқ җәһәтләрдин изчил әйибләп кәлмәктә. Хитай болса германийини далай ламани қобул қилғанлиқ, уйғурларниң миллий қаршилиқ һәрикитини чәклимигәнлик билән әйиблимәктә. Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди германийә-хитай мунасивитидә уйғур миллий һәрикитиниңму бәлгилик тәсири барлиқини, хитайниң д у қ ни террорчи тәшкилат атап, германийә һөкүмитидин уни әмәлдин қалдурушни изчил тәләп қилип кәлгәнликини тилға алди.
Тарихқа нәзәр салғанда, хитайниң чиңдав өлкиси 1897-йилидин башлап германийиниң ишғали астиға өтүп, германлар тәрипидин 17 йил идарә қилинған. Әмма германлар бу ишғал астидики земинни булап-талимиған. Әксичә, қисқиғина 17 йил ичидә, чиңдавда мәктәп ечиш, дохтурхана селиш, гезит-журнал тәсис қилиш, черкавларни қуруш қатарлиқ хәйрлик ишларға тутуш қилған. Бу мустәмликә земинни гүлләндүрүш үчүн наһайити иҗабий пиланларни түзүп йолға қоймақчи болған. Бирақ 1-дуня урушида германийиниң мәғлубийәткә учриши түпәйлидин, германларниң пиланлири пилан петичә қалған. японийә вә әнглийә бирләшмә армийиси чиңдавни германларниң қолидин тартивалған.
1945-Йилидин кейин германийә дөлити шәрқий германийә вә ғәрбий германийә дәп иккигә бөлүнүп кәтти. Хитай тәрәп 1972-йилиғичә сабиқ советлар иттипақи ишғали астидики шәрқий германийә билән дипломатик мунасивәт орнатқан болсиму, ғәрбий германийә билән һечқандақ мунасивәт орнатмиған. Бу икки дөләт оттурисидики соғуқ уруш мунасивити таки америка президенти никсон 1972-йили хитайни зиярәт қилғанға қәдәр давамлашқан. Ғәрбий германийиниң сабиқ баш министири шимид көл 1975-йили тунҗи болуп хитайни зиярәт қилғандин башлап, икки дөләт оттурисидики мунасивәт яхшилинишқа қарап йүзләнгән. Шимид көл бу зияритидә хитай рәиси мав зедуң вә диң шавпиңлар билән көрүшкән. Германийидә хитайпәрәст адәм дәп қарилидиған 93 яшлиқ шимид көлниң йеқинда мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, тйәнәнмин вәқәси тоғрисида қилған сөзи, германийидә зор ғулғулиға сәвәбчи болған иди. У сөзидә, “тйәнәнмин мәйданидики қанлиқ бастурушни тоғра чүшинишкә болиду. Әскәрләр кишиләр тәрипидин һуҗумға учриғандин кейин, өзлирини қоғдаш йүзисидин оқ чиқарған” дегән. Бу гәп чәтәлдики хитай өктичилириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған.
Германийә билән хитай оттурисидики мунасивәт “мүшүк ейиқ мунасивити” дәпму атилиду. 1974-Йили хитай тәрәп германийигә тйәнтйән, бавбав атлиқ икки данә мүшүк ейиқни совға қилған. 1980-Йиллиригә кәлгәндә германийидә мүшүк ейиқ қизғинлиқи қозғалған. Бирақ бу мүшүк ейиқ қизғинлиқи германийини нурғун иқтисади зиянға сөрәп киргән. Хитай тәрәп мүшүк ейиқ совға қилиш яки иҗаригә бериш бәдилигә, германийиниң нурғунлиған илғар техникисини қолға кәлтүрүвалған. 1990-Йилиға кәлгәндә, күчлүк қаршилиқлар сәвәбидин мүшүк ейиқ қизғинлиқиға хатимә берилгән.
1989-Йили тйәнәнмин вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай билән германийә оттурисидики дипломатик мунасивәт йәнә бир қетим соғуқ мунасивәтләр дәвригә қәдәм қойған. Әмма 1992-йилидин башлап германийә иқтисадиниң бир изда тохтап қелиши, мутәхәссисләрни хитайдин ибарәт бу чоң базардин пайдилиниш идийисигә кәлтүргән. Хитай билән германийә оттурисида шундин башлап иқтисади һәмкарлиқлар қанат яйған. 2002-Йилидин башлап икки дөләт оттурисидики иқтисади келишимниң салмиқи зор дәриҗидә ешип барған. Хитай дөлити германийиниң асиядики әң чоң сода шерикигә айлинип қалған.
2007-Йили германийә баш министири анҗила мәркил далай ламани министирлар кабинтида қобул қилғанда, хитай тәрәп қаттиқ наразилиқ билдүрүп икки дөләт мунасивитиниң истиқпалини қараңғу көрсәткән болсиму, германийидин йәнила риштини үзәлмиди. Һазир германийидә 250 миң хитай билим ашурмақта. Германийә билән хитайниң омумий иқтисади келишиминиң миқдари 160 милярд доллардин ешип кәтти. 1990-Йили бөлүнүп кәткән икки германийә бирликкә кәлгәндин һазирға қәдәр, хитай билән германийиниң мунасивитини арида қандақ сүркилишләр мәвҗут болушидин қәтийнәзәр, зор дәриҗидә тәрәққий қилди, дейишкә болиду. Лекин бу тәрәққият пәқәтла иқтисадий җәһәттики тәрәққият болуп, мәдәнийәт, қанун диалоги, кишилик һоқуқ қатарлиқ кәң саһәләрдә һечқанчә илгириләш йоқ.