Германийә уйғур аяллар комитети рабийә ханимни күтүвелиш мунасивити билән сөһбәт йиғини өткүзди
2011.02.04

Германийә уйғур аяллар комитети 2011-йили 4-феврал күни, рабийә қадир ханимниң явропадики 7 дөләт зияритиниң ахирқи бекити болған германийигә йетип келиш мунасивити билән, рабийә қадир ханимни күтүвелиш шәрипигә чай зияпити өткүзди шундақла рабийә қадир ханимниң йетәкчиликидә германийә уйғур аяллар комитетиниң сөһбәт йиғинини уюштурди.
Германийә уйғур аяллар комитети 2010-йили 1-айда қурулғандин буян, германийидики уйғур җамаитиниң паалийәтлиридә актип рол ойнап кәлди. Бүгүн германийә җамаити тәрипидин орунлаштурулған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим шәрипигә өткүзүлгән күтүвелиш паалийитидиму германийидики уйғур аяллар комитети тәшәббускар орунда турди.
Рабийә қадир ханимни күтүвелиш зияпитигә қатнишиватқан дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, бүгүнки чай зияпитидин кейин, германийидики уйғур аяллар комитети рабийә қадир ханимниң йетәкчиликидә уйғур аяллар комитетиниң сөһбәт йиғинини орунлаштурғанлиқини билдүрди.
Германийә уйғур аяллар комитетиниң рәиси гүлнар осман ханим, зияритимизни қобул қилип, германийә уйғур аяллар комитетиниң рабийә қадир ханимниң германийигә йетип келиш мунасивити билән орунлаштурған паалийәтлири һәққидә тохталди.
Гүлнар ханим германийә аяллар қурултийиниң 2010-йили 1-айда қурулғандин буянқи хизмәтлирини тонуштуруп, германийә уйғур аяллар комитетиниң германийә уйғур җамаитиниң паалийәтлиридә түрткилик рол ойнаватқанлиқини илгири сүрди.
Зияритимиз ахирида гүлнар ханим йәнә, бүгүнки аяллар сөһбәт йиғининиң әһмийити һәққидә тохтилип, бүгүнки аяллар сөһбәт йиғинида, рабийә қадир ханимниң германийидики уйғур аяллар комитетиниң хизмәтлирини муәййәнләштүрүп, германийә аяллириниң бундин кейинки паалийәтлири һәққидә муһим йолйоруқларни бәргәнликини билдүрди.