Үрүмчидики бир сақчи ғайиплар аилисини балисини издәштин тосуватқанлиқини етирап қилди
2012.12.27
Мухбир: сиз сақчи шавкәт боламсиз?
Сақчи: шундақ, мән шу.
Мухбир: аңлисақ, үрүмчидики судихан дегән аялниң, - балиси ғайип болуп кәткән өйидин көчүриветиш ишиға сиз мәсул болупсиз, көчүриветишиңлар қайси һөҗҗәт, қайси уқтурушқа асасән болди?
Сақчи: көчүриветпту? ким көчүриветипту? у аял өзи көчүп кәткәнғу!
Мухбир: сиз ишханиңизға чақиртипсиз, өйдин көчүңлар дәпсизғу?
Сақчи: ундақ иш йоқ, ишханиға чақирғиним рас, мән “судихан һәдә, бизниң тәвәликкә күчүп кәпсиз, тәвәликимизниң қаидә түзүмигә бойсунарсиз” дедим, башқа гәп қилмидим. Ишханамдин кәткәндин кейин, көчүп кетипту дәп аңлидим һәм йоқлап нәдә туруватсиз дәп һал соридим. У аял “силәр ширкәткә бесим ишлитип мени көчүривәттиңлар” дәп шикайәт қилди.
Мухбир: ширкәтниң уларни өйдин күчүриветишиниң сәвәби немә, силәр уларға һечнимә демидиңларму?
Сақчи: биз ширкәткә берип “бу аилини бу йәргә орунлаштуруштин аввал уни мушу районлуқ сақчиханиға тизимлитишиң керәкти, ундақ қилмапсән, биз архип турғузушимиз керәк” дедуқ, нормал тәртип шу.
Мухбир: биз шу ширкәттикиләрдин әһвал игилидуқ, сиз ширкәттикиләргә, “бу аилини бу тәвәликкә орунлаштурмаслиқиңлар керәкти, бу йәрдин көчүриветиңлар, болмиса ширкитиңларни тақаймиз” дәпсиз. Мушу гәпләр сизниң еғизиңиздин чиқтиму - чиқмидиму?
Сақчи: шундақ дәптимәнму? ундақ демидимғу дәймән!?
Мухбир: ундақ демидимғу дәймән дегиниңизгә қариғанда, дегәнлириңиз һазир есиңиздә йоқ, шундақму?
Сақчи: шундақ, таза есимдә йоқ.
Мухбир: еғизиңиздин чиққан йәнә бир гәп баркән “биз сизни беқипла өтмәймиз, бизниңму аилә - балимиз бар, шуңа көчүп кетиң” дәпсиз,тәвәликтин көч демәкчиму, үрүмчидин көч демәкчиму?
Сақчи: яқ, мән һәргиз көчүңлар демидим.
Мухбир: билимиз, бир уйғур әхлақ җәһәттин нормал болған, өзидин чоңларға қопал муамилә қилмайду, бәлким сизму шундақ, бу йәрдә сизгә кәлгән бир һөҗҗәт яки уқтуруш билән өйдин көчүңлар дегән болушиңиз мумкин, шунила дәп бериң, биз шуларға телефон қилип әһвал уқайли.
Сақчи: яқ, ундақ һөҗҗәт йоқ. Мениң дегиним шу “судихан ача, у йәр, бу йәрләргә берипсиз, һеч нәтиҗә алалмапсиз, бараткамму)йолдиши( яшинип қапту, әмди сиз тинч олтуруң, у йәр,бу йәргә бармаң” дедим.
Мухбир: бундақ дейиштин мәқситиңиз, әрз қилмаң, демәкчиму?
Сақчи, яқ, әрз қилмаң демәкчи әмәс, әрз қилсиңиз бизгә дәң, биз биллә беришип берәйли дедим.
Мухбир: ундақта, сиз бармаңлар дәватқан “у йәр, бу йәр” ләр қайәр? һөкүмәт органлириму?
Сақчи: шундақ, һөкүмәт органлири.
Мухбир: бу дегиниңиз, балаңларни издимәңлар дегән гәпқу?
Сақчи: яқ, һөкүмәтниң җавабини күтүңлар демәкчи.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида, үрүмчидики бир сақчи хадиминиң үрүмчидики ғайиплар аилә - тавабиатини ғайипларни издәштин тосқанлиқини етирап қилғанлиқи һәққидики тәпсилий хәвәрни диққитиңларға сундуқ.