5-Июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар (21)

Мухбиримизниң йеқинқи игиләшлири давамида “5-июл” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлардин йәнә бир кишиниң кимлики айдиңлашти. Мәлум болушичә ғайиблардин бири абдукерим абла. У 1987-йили қәшқәр бәшкерәмдә туғулған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.09.06
abdukerim-abla-22-yash-305.jpg “5 ‏-июл” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар абдукерим абла.
RFA/Shohret Hoshur

2009-Йили 8-айниң 13-күни, йәни 5-июл вәқәсидин 38 күн өткәндә, үрүмчи дөңкөврүктики дукинидин тутуп кетилгән. Аилисиниң радиомизға ашкарилишичә, әйни чағда 22 яшқа киргән абдукерим абладин һазирғичә һечқандақ учур мәлум әмәс.

“5 ‏-июл” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар абдукерим абланиң ата-аниси.
“5 ‏-июл” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар абдукерим абланиң ата-аниси.
RFA/Shohret Hoshur

2009-Йили 8-айниң 13-күни чүштин бурун саәт 10 мәзгилидә, хитайниң қара кийим кийгән 4 нәпәр алаһидә сақчиси, үрүмчи дөңкөврүктики хәлқаралиқ базарниң алдида пәйда болған вә бу базарниң йенидики өтүшмә көврүкниң астидики зибузиннәт дукиниға кирип, дукандар абдукерим аблани рәсимгә тартип чиқип кәткән. Аридин бирнәччә саәт өткәндә улар дуканға қайта келип абдукерим аблани елип кәткән. Дуканниң қоғдиғучилири әһвални сориғинида қара кийимлик сақчилар, абдукерим абланиң тәкшүрүлидиғанлиқини ейтқан.

Абдукерим абланиң қәшқәр шәһиридә тиҗарәт қиливатқан дадиси, оғлини сүрүштә қилип, үрүмчигә көп қетим кәлгән болсиму һечқандақ мәлуматқа еришәлмигән; һәтта оғлини тутуп кәткән сақчиларниң кимлики вә хизмәт орни һәққидиму учур алалмиған. Мәлум болушичә абдукерим абла елип меңилғанда, әтраптики дукандарлардин бири сақчиларниң машинисиниң плакат номурини йезивалған; әмма кейин, абдукеримниң дадиси бу плакат номурини сориғанда дәп беришкә җүрәт қилалмиған.

Аблаҗан шуниңдин башлап, түрмидин қоюветилгән һәрқандақ бир кишини аңлиғанда уни издәп тепип, униңдин оғлиниң учурини сориған; көрүшкәнләрниң көпинчиси абдукерим аблани көрмигәнликини ейтқан; пәқәт бәрсила, абдукерим абланиң рәсимигә қарап тонуған вә уни үрүмчи шисән түрмисидә көргәнликини ейтқан. Аблаҗан шисән түрмисигә барғанда охшашла җавабсиз қайтқан. Мәзкур аилә абдукерим аблани издәш үчүн қиливатқан тиҗарәтлирини тохтатқан, мал-бисатлиридин айрилған.

Еғир вәйранчилиққа учриған аилә ахирқи чарә сүпитидә, вәқәни ахбаратқа ашкарилимақта вә хитай һөкүмитидин оғлиниң из-дерикини елиш үчүн уйғур тәшкилатлири вә хәлқара җамаәттин ярдәм күтмәктә.

Бүгүнгә қәдәр 5-июлдин кейин ғайиб болғанлардин 25 кишиниң кимликлири толуқ айдиңлашти. Бу 25 кишидин аз дегәндә 10 нәпири шисән түрмисидә ятқан. Мәсилән ғайиблардин нәбиҗан ели шисән түрмисидин елип чиқилип коча айландурулған. Имаммәмәт ели мичүән түрмисигә йөткилишниң алдида шисән түрмисидә рәсимгә тартилған. Ғайиблардин әйсаҗан әмәтму хәлқ мәйданида тутулғанда әң аввал шисән түрмисигә апирилған. Игилигән мәлуматлиримиздин қариғанда, 5-июлдин кейин шисән түрмисидики тутқунлар саниниң әң көп вә түзүминиң пәвқуладдә қаттиқ болғанлиқи мәлум. Бу нуқта, ғайиблар аилә-тавабиатлирида мәзкур түрмидә вәзипә өтигәнләрниң миллий, сиясий вә аиливи арқа көрүнүши һәққидә ойлиниш пәйда қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.