Турсунахун һәсән ғайиб оғлини тутуп кәткән сақчини қәшқәр йеңишәһәрдә тонувалди

2009-Йили 8-айниң 2-күни сақчилар тәрипидин тутуп кетилип, ғайиб болуп кәткән җүмә турсунниң аилисиму мушу хил соалға дуч кәлгәнләрдин бири. Җүмә турсунниң дадиси турсунахун һәсән, испат тәйярлаш үчүн оғлини тутуп кәткән сақчини икки йил издигән, ахири мәзкур сақчини қәшқәр йеңишәһәрдә тонувалған. Сақчи болса һодуққан һаләттә, бир қисим зит гәпләрни қилип җүмә турсунни тутқанлиқидин тенивалған.
Җүмә турсунни тутуп кәткән сақчи икки нәпәр болуп, униң бири хитай, бири уйғур. Сақчилар әйни чағда җүмә турсунни елип маңғанда, өзлириниң кимлики вә қайси сақчиханида ишләйдиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмигән. Шуңа турсунахун, оғлини тутқан сақчини издәш үчүн алди билән өзи олтурушлуқ мәһәллиниң сақчиханисиға барған; әмма у бу йәрдә оғлини тутқан сақчини учратмиған. Андин у бир таксини кира қилип, үрүмчидики 100 дин артуқ сақчиханиға берип, сақчиханилардики сақчиларниң рәсимлиригә қарап чиққан; у йәнила издигән сақчини тапалмиған. У йеқинда, бир иш билән қәшқәр йеңишәһәргә барғанда, икки йилдин бери өзи издәватқан сақчини учратқан.
У сақчини тонувалғандин кейин, дәрһал ипадә билдүрмигән; у алди билән үрүмчигә қайтип келип ғайиб оғлиниң рәсимини елип аяли билән бирликтә йеңишәргә қайта барған. Турсунахунниң аялиму оғлини тутқан сақчини тонуған вә улар, сақчиға оғлиниң рәсимини көрситип, оғлини қайси сақчиханиға тапшуруп бәргәнликини сориған. Сақчи җүмә турсунниң рәсимини көрүп сәл җиддийләшкән вә өзиниң үрүмчигә тазилашқа бармиғанлиқини вә йеңиериқ сақчиханисиниң башлиқиниң үрүмчигә барғанлиқини ейтқан вә икки күндин кейин қайта көрүшүшни тәвсийә қилған; қайта көрүшкәндә болса, сақчихана башлиқиниң үрүмчигә барғанлиқидинму тенивалған.
Мәлум болушичә, муһәммәтҗан абләт, қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң йеңиериқ сақчиханисиниң сақчиси вә сақчиханиниң сиясий йетәкчиси. У ғайиб җүмә турсунни тутқанлиқидин тенивалмақта. Бир дөләтниң сақчиси, немә үчүн өзиниң адәм тутуштин ибарәт адәттикичә бир иҗраатидин тенивалиду? мана бу соал, ғайибларниң җүмлидин җүмә турсунниң тәқдири һәққидики әндишиләрни техиму күчәйтмәктә.