Франсийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар қурбан һейт мәзгилидә үрүмчидики ғайиблар аилә-тавабиатлириға пул ярдәм қилди

Сақчилар тәрипидин көз алдидин тутуп кетилгән оғли яки җорисиниң учурини 3 йилғичә алалмаслиқ, из-дерикини қилғанлиқи үчүн тәһдит вә аваричиликкә учраш, 21-әсирдә вә хитайдин башқа дөләттә яшаватқан кишиләр үчүн ишиниш қийин болған бир ечинишлиқ әһвалдур.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.11.01
turghun-obulqasim-305.jpg 5-Июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болған турғун обулқасим хотун вә пәрзәнти билән. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
RFA/Shohret Hoshur

Шуңа муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири бир тәрәптин ғайиблар мәсилисини хәлқара җамаәткә билдүрүш үчүн һәрикәт қилса, йәнә бир тәрәптин ғайиблар аилә-тавабиатлиридин һал сорап, уларниң дәрдигә аз болсиму дәрман болушқа тиришмақта. Бу қетим қурбан һейт һарписида, франсийә, германийә вә америка қатарлиқ дөләтләрдики бир түркүм уйғурларниң ғайиблар аилә-тавабиатлириға пул әвәтиши әнә шу тиришчанлиқлардин бир парчидур.

Биз бүгүн ғайиблар тавабиатлириниң әвәтилгән пулни тапшуруп алалиған яки алалмиғанлиқини шундақла уларниң бу җәрянда бир аваричиликкә йолуққан-йолуқмиғанлиқини билип беқиш үчүн бир қисим аилиләргә телефон қилдуқ.

Ғайиблардин турғун обулқасимниң аяли мәрһаба:
Соал: һейтлар қандақрақ өтүватиду?
Җаваб: яхши өтүватиду. Рәһмәт силәргә!

Соал: азрақ пул әвәтилгән тапшуруп алалидиңизму?
Җаваб: алдим, алдим, 3000йүән тапшуруп алдим.

Соал: силәргә бу һейт мәзгилидә бир аваричилик болмиғанду?
Җаваб: яқ болмиди.

Ғайиблардин мәмтимин ясинниң аяли мәрәмниса:

Соал: пулни тапшурувапсиз аңлисақ, пулни нәдин алдиң дәп сүрүштә қилидиғанлар болмиғанду?
Җаваб: җимҗитлиқ, ундақ болмиди?

Соал: достлириңларниң-тәқдирдишиңларниң әһвалида бир җиддий өзгириш йоқту?
Җаваб: рошәнгүл билән көрүштиңизму? униң сиз билән көрүшкүси барти.

Соал....

Ғайиблардин абдуреһим сидиқниң аяли айишә:

Соал: сиз абдуреһим сидиқниң аяли айишә боламсиз?
Җаваб: шундақ, мән шу.

Соал: һейтта сизгә азрақ пул әвәтилгәникән, тапшуруп алалидиңизму?
Җаваб: алдим, 2250 йүән алдим. Йәнә бусарәмниң пулиниму йәткүзүп бәрдим, униңғиму 2250 йүән.

Соал: пулниң сүрүштиси болмиғанду? нәдин алдиң, нәгә бәрдиң дәйдиған?
Җаваб: яқ болмиди. Натонуш бир адәм телефон қилип һал сориди, дөләт сиртидин телефон қиливатимән дәп.

Ғайиблардин мәмәт баратниң аниси судихан:

Соал: қурбан һейтлиқ пулни тапшурувалғиниңлар үчүн аваричилик болмиғанду?
Җаваб: азрақ болди. Сақчиханидин вә шечүдин (аһалиләр комитетидин) кириптикән, қанчә пул кәлди, кимдин кәлди, дәп. Ким әвәткинини билмәймиз, әвәтипту, худайим бәрди дәп алдуқ дәп җаваб бәрдим. Демисиму, бизни бақидиған балилиримизни йоқитивәтти, турмушта қийналдуқ, шуңа соал-сорақлириға бош турмидуқ.

Ғайиблардин мухтәр мәхәтниң аяли туқиз:
‏-Пулни тапшуруп алдуқ, һечким бир немә демиди. Қериндашларға рәһмәт.

-яхши бопту. Әлвәттә силәрниң асаслиқ еһтияҗиңлар бу әмәс, силәргә керики йоқалған адәмниң учури. Силәргә техиму көп сәвр вә ғәйрәт тиләймиз.

Игилишимизчә, бу қетимқи қурбан һейт һарписида франсийидики бәзи уйғур сахавәтчиләр, 920 доллар, германийидикиләр 1500 доллар, вашингитондикиләр 700 доллар болуп, җәмий 3000 доллардин артуқ пул әвәткән; бу ғайиблар аилә тавабиатлиридин 10 кишигә, камбоджадин қайтурулуп қамаққа һөкүм қилинғанлардин иккисиниң аилисигә; түрмидә йетиватқан сиясий мәһбуслардин икки нәпириниң аилисигә йәткүзүп берилгән.

Бу игилигәнлиримиз, қурбан һейт мәзгилидә, муһаҗирәттики уйғурларниң вәтән ичидики мәһбус, шеһит вә ғайиблар аилә-тавабиатлириға қилған ярдәмлириниң пәқәт бирқанчә мисалидинла ибарәттур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.