5-Июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар (24)
2012.11.06
Дуканда бир тәрәптин тәрләп-тәпчирәп ишләп, бир тәрәптин херидар чақиридиған оттура яшлиқ һүнәрвәнниң бәстиму көрүнмәс болди; йолдин өткән-кәчкәнләр дуканниң бу җимҗит мәнзирисини һәр күни көрүшкә қадир, әмма бу дуканниң игисини бир ханим вә бир қизниң 3 йилдин бери издәватқанлиқидәк ечинишлиқ мәнзирини көрүшкә қадир әмәс. Биз бүгүн мана мушу мәнзирини диққитиңларға сунимиз.
Дукандарниң исми абдуреһим қадир; 1965-йили қәшқәрдә туғулған; у, 2006-йили аяли вә бир қизини елип тирикчилик үчүн қәшқәрдин үрүмчигә кәлгән вә достлириниң йөлиши билән бәйтулла мәсчитиниң йенидики әнә шу дуканни иҗаригә елип иш башлиған. Қәләйчилик дукини гәрчә уни көп бир байлиққа игә қиливетәлмисиму, уни өй иҗарисини төләш вә 3 җанлиқ аилисиниң күндилик чиқимини қамдашқа яриған. Мана мушунчилик бир маддий имканлар билән өзлирини бәхтлик санап, шүкри-қанаәт ичидә яшаватқан бу аилә, 2009-йили 6-июл күни сәһәрдә хитай сақчилири өйлиригә бастуруп кирип, абдуреһим қадирни сапма кәш вә асма майка билән өйидин ачиқип кәткәндин буян, әслигә қайталмиған. Нөвәттә бу аилидики дада ғайиб, ана йолдишини издәп сәрсан; қиз өйдә оқушсиз.
Мәлум болушичә, 5-июл вәқәси сәвәблик тутуп кетилгән абдуреһим қадир, 5-июл вәқәсиниң қозғилишиға сәвәб болған шавгүән вәқәсидин хәвәрсиз; у 5-июл вәқәсиниң асаслиқ сәвәби болған райондики миллий зиддийәт вә залиманә сиясәтләр үстидиму һесаб-китаб қилип баққан әмәс. У 5-июл күни вәқә йүз бәргәндә, бир палакәтчиликкә йолуқуштин сақлиниш үчүн, дукинини тақап өйигә қайтип киргән; әмма палакәтчилик уни өйигичә қоғлап барған вә йепишқан; буниңға пәқәт униң уйғурға хас чирайи вә уйғурчә сөзлишила сәвәб болған.