Үрүмчидики бир такси шопури: “инимизни йоқутуп қойдуқ, һесабини аллаһға тапшурдуқ”

5 - Ийлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанларниң ениқ сани уйғур вәзийитини көзәткүчилириниң муһим диққәт нуқтилиридин бири; әмма аридин 3 йерим йилға йеқин вақит үткән болсиму, бу сан йәнила ениқсизлиқини давамлаштурмақта.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.14
Imammemetning-Anisi-patigul-ghulam-305.jpg Имаммәмәт аилисидикиләрниң 15-йили бурун чүшкән хатирә сүрити. Аниси патигүл ғулам арқидики рәтниң оңдин биринчиси. Оттуридикиси ғайиб болған оғли имаммәмәт ели (12 яш мәзгили)
RFA/Shohret Hoshur

5 - Ийлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанларниң ениқ сани уйғур вәзийитини көзәткүчилириниң муһим диққәт нуқтилиридин бири; әмма аридин 3 йерим йилға йеқин вақит үткән болсиму, бу сан йәнила ениқсизлиқини давамлаштурмақта.
Бу сан бир хитай сақчи башлиқиниң еғизидин ашкариланғини бойичә һесабланғанда 300 нәпәрдин артуқ; җәмийәттә тарқилип йүргән толуқсиз учур вә пәрәзләрдин қариғанда, бу сан аз дегәндә миңдин артуқ.Радиомизниң һазирға қәдәр толуқ кимлик мәлуматлири билән ениқлап чиққини болса пәқәт 36 нәпәр. Үрүмчидики бир такси шопуриниң еғизидин чиққан төвәндики сөзләр, ғайипларниң омуми сани һәққидә җәмийәттә тарқалған пәрәзләрниң асассиз әмәсликидин бишарәт бәрмәктә.

Ғайип имаммәмәт әлиниң аниси патигүл ғулам, оғлиниң из - дерикини сораш үчүн өткән һәптә сақчи органлириға кетип берип, өзигә қисмәтдаш йәнә бир кишини учратқан. Учриғучи бир такси шопури болуп, у патигул билән сөһбәтлишиш давамида өзиниң бир инисиниңму 5 - июлдин кейин ғайип болуп кәткәнликини, әмма инисини издимәйватқанлиқини ейтқан. Буниңға һәйран болған патигул әһвални инчикиләп сориғанда, өзиниң атуш шоруқтин икәнликини билдүргән шопур, иниси вә өзиниң исмини дәп беришни рәт қилған вә “биз бу ишни сүрүштә қилишни аллаһға тапшурдуқ” дегән. Иккиси арисидики сөһбәтниң тәпсилатини програмимизниң төвәндики улиништики аваз хатиридин аңлиғайисиләр.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, ғайиплардин әйсаҗан әмәтниң аниси турсунгүл ханимму, қәшқәрдә нурғун кишиләрниң чарисизлиқтин ғайип балилириниң тәқдирини аллаһға тапшурүп, вәқәгә сүкүт қиливатқанлиқини ейтқан. Ғайип нәбиҗан әлиниң дадисиму, хотән қариқашниң өзидила, ғайиплар саниниң 200дин ашидиғанлиқини баян қилған. Хитай һөкүмити мәзкур санни немә үчүн та һазирғичә йошуриду? немә үчүн ғайиплар аилисигә уларниң һаят - маматлиқи һәққидә мәлумат бәрмәйду? мана мушу соалға җаваб тепиш үчүн, дуня уйғур қурултийи икки айниң алдида доклат һазирлап, 100дин артуқ дөләт вә тәшкилатқа йоллиған вә уларни мәсилини сүрүштә қилишқа чақирип ярдәм сориған. Нөвәттә дуня уйғур қурултийи әнә шу дөләт вә тәшкилатлардин мәсилигә җаваб күтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.