Ғәрбниң сәлбий қариши хитайниң миллий бастуруш сиясити билән мунасивәтлик
Мухбиримиз әкрәм
2010.05.11
2010.05.11

Сүрәтләрни RFA аңлиғучилири әвәткән.
Әксичә, хитай һөкүмити өз мәтбуатлирида ғәрбликләрниң хитайға болған бу хил сәлбий қарашлирини хитайниң тиз баш көтүрүши вә тәрәққий қилишини ғәрб әллириниң өзлиригә тәһдит һес қиливатқанлиқи билән бағлап чүшәндүрмәктә.
Германийә долқунлири радиосиниң 5 - айниң 10 - күни елан қилған " германларниң хитайға болған көз қариши радикаллиқ ичидә айланмақта " намлиқ хәвиридә көрситилишичә, хитайниң германийә билән болған иқтисади вә мәдәний алақилири 10 йиллардин буян давамлишип кәлгән болсиму, хитай һөкүмити герман хәлқи алдидики дөләт вә хәлқ образини яхшилаш мәқситигә йетәлмигән. Буниң түпки сәвәби хитай һөкүмитиниң тибәт вә башқа аз санлиқ милләтләргә қарита йүргүзүп келиватқан бастуруш сиясити болған.
Хәвәрдә 2009 - йили 5 - айда германийиниң франкфорт шәһиридә өткүзүлгән китаб йәрмәнкиси мисалға елинған болуп, бу йәрмәнкидә саһибхан дөләтлик шәрипигә еришкән хитай тәрәп болса, өктичи күчләрниң вә хитайға қарши пикирдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң йәрмәнкигә қатнишишиға қәтий қарши турған. Көлин университетиниң профессори, хитайшунас томас зиммәр әпәнди хитайниң бу қилмишиниң өз образи үчүн һақарәт болғанлиқини тилға алған. Әмәлийәттә, хитай тәрәп бу паалийәткә тәклип қилинған кишилик һоқуқ паалийәтчилирини тосуп қилиш мәқситигә йетәлмигән. Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға охшайдиған нурғунлиған қарши еқимдики кишиләр бу йәрмәнкидә хитайниң инсан һәқлири дәпсәндичиликини әйибләп нутуқлар сөзлигән.
Хәвәрдә, германларниң хитайға болған тарихи қарашлири тилға елинип, таки 20 - әсирниң башлириғичә германларниң хитайни "истиқбали йоқ милләт, тирик мурдилар" дәп қарайдиғанлиқи баян қилинған. Шуниң билән биргә, бүгүнки германларниң хитайға сәлбий көз қарашта болушиға, асаслиқи хитайниң тибәтликләр вә башқа аз санлиқ милләтләргә қарита йолға қоюп келиватқан ассимилиятсийә һәм рәһимсизләрчә бастуруш сиясити сәвәб болуватқанлиқини тилға алған.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, уйғур паалийәтчилириниң йиллардин буян германийидә елип барған сиясий һәрикәтлириниң германийә хәлқиниң хитайға болған сәлбий қарашлириниң шәкиллинишидә бәлгилик тәсири болғанлиқини тилға алди.
"Германларниң хитайға болған көз қариши радикаллиқ ичидә айланмақта " намлиқ хәвәрдә көрситилишичә, әнглийә хәлқ райи тәтқиқат мәркизи б б с қанили арқилиқ йеқинда хәлқаралиқ бир рай синаш елип берип, ғәрб әллири пуқралириниң хитайға болған көз қаришини ениқлиған болуп, нәтиҗидә 71% герман хәлқиниң хитайға нисбәтән сәлбий көз қарашта икәнликини елан қилған. Германийилик хитайшунас дагмар лорәнз болса, германларниң хитайға болған қаришиниң бу қәдәр яман болушини хитайниң тибәтләрни бастуруши вә хитайдики ахбарат вә мәтбуат әркинликиниң дәпсәндә қилинишиға бағлиған.
Һазир германийидә оқуватқан вә панаһлиқ тиләп яшаватқан хитайларниң сани 80 миңдин артуқ болуп, бу хитайлар ичидә һәр хил җинайи һәрикәтләрниң садир болушиму, германларниң хитайларни яман көрүшигә сәвәб болған амиллар қатарида саналмақта. Германийидики бир қисим даңлиқ ахбарат вастилириниң хитайниң җинайи һәрикәтлири тоғрисидики хәвәр вә ахбаратлириму бәлгилик рол ойниған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.