Турпанйүзи бағлири мәҗбурий сетивелинмақчи (1)
Мухбиримиз миһрибан
2009.04.30
2009.04.30
Оқурмәнлиримиз әвәткән 'йеңисарда деһқан болмақ тәс' намлиқ син - алғудин елинди.
Ғулҗа наһийисиниң турпанйүзи йезиси билән җилийүзиниң 5 көврүк мәһәллиси арилиқиға җайлашқан юқириқи турпанйүзи кәнтидики " насир паңниң беғи ", " нуриниң беғи ", " йүсүпҗинкамниң беғи " " мутәллипкамниң беғи " қатарлиқ бир йүрүш бағлар ғулҗа наһийисидә чоң болған һәр бир уйғурниң ядида болса керәк.
Әмма һала бүгүнки күнгә кәлгәндә или уйғурлириға өчмәс хатериләрни қалдурған бу гүзәл бағларға соғуқ қоллар сунулмақта.
Турпанйүзи деһқанлириниң радиомизға бәргән мәлуматида, бултурдин буян ғулҗа наһийисидин буйруқ келип, бу бағларни наһийилик һөкүмәтниң сетивалмақчи болғанлиқи һәққидики миш - миш гәпләр тарқалған. Бултур деһқанларниң бу қарарға болған наразилиқи бәк күчлүк болғини үчүн, әйни чағда наһийилик һөкүмәт бу бағларни сетивелиш нийитидин вақтинчә ваз кәчкән.
Әмма бу йил әтияздин башлап, наһийилик һөкүмәт турпанйүзи йезилиқ һөкүмәт арқилиқ бағ игилиридин бағларни һәр мо йәрниң йиллиғини 200 сомдин баһалап, мевилик дәрәхләргә айрим һәқ беридиғанлиқини вәдә қилип, йезилиқ һөкүмәткә сетип беришни тәләп қилған.
Әмма бағ игилири өзлири миң бир җапада аз кәм 30 йил әҗир қилип бина қилған бу бағларниң наһайити әрзан баһада йезилиқ һөкүмәт тәрипидин сетивелинип, ичкиридин кәлгән хитай содигәрлиригә ким ашти қилип сетиветилмәкчи икәнликини билгәндин кейин бу ишқа нарази болуп, бағларни сатмайдиғанлиқини дегән. Деһқанларниң қаршилиқи алдида йезилиқ һөкүмәт, мәҗбурлаш, тәһдит қилиш усуллирини қоллинишқа йүзләнгән.
Биз турпанйүзи йезисидики бу бағларниң йезилиқ һөкүмәт тәрипидин мәҗбурий сетивелинмақчи болуватқанлиқини дәлилләш үчүн турпанюзи йезисидики мәлум бир деһқан аилисигә телефон қилғинимизда, у киши бизгә һәқиқәтән бундақ ишниң барлиқини ейтип, йезилиқ һөкүмәтниң бу йәрләрни сетивелишта, деһқанларни мәҗбурлаш усулини қоллиниватқанлиқини баян қилип, өзиниң бу ишқа болған қаришини баян қилип өтти.
Биз турпанюзидики бағларни турпанюзи йезилиқ һокумәтниң деһқанлардин өткүзүвалидиғанлиқи һәққидики хәвәрни дәлилләш учун турпанюзи йезилиқ һөкүмәткә телефон урған болсақму, лекин телефонимизни алидиған адәм чиқмиди. Биз йезилиқ һөкүмәт башлиқи пәхиридинниң қол телефониға телефон қилғинимизда, йеза башлиқи пәхиридин бизниң әркин асия радио истансисиниң мухбири икәнликимизни билгәндин кейин телефонимизни җавабсиз қойди.
Йеза башлиқи пәхиридин билән алақилишиш имканийити болмиғандин кейин, биз сүрүштүрүш арқилиқ турпанюзи йезиси юқири турпанюзи кәнтиниң башлиқи абдусәмәтниң қол телефон номурини елип, униңдин турпанюзи йезисидики бағларниң әһвалини игилидуқ.
Абдусәмәт бизниң әркин радио истансисиниң мухбири икәнликимизни билгәндин кейин анчә достанә болмиған һалда юқири турпанюзи кәнтидики бағларниң әсли кәнтниң игидарчилиқидики йәрләр болуп, деһқанларға һөддигә берилгәнликини, әмма деһқанлар бу бағларни яхши башқуралмиғанлиқи, кәнткә һечқандақ иқтисади мәнпәәти болмиғанлиқи учун кәнтниң бу бағларни, деһқанлардин һәр мо йәр учун йиллиқиға 200 сомдин һесаблап сетивилип кәнтниң игидарчилиқиға өткүзүвалмақчи болуватқанлиқини баян қилди.
У бизниң деһқанларниң бу ишқа рази болған - болмиғанлиқини, деһқанлардики наразилиқ кәйпиятиниң қандақ икәнликини, деһқанларға һөддигә берилгән бағларни һазир қандақ қилмақчи болуватқанлиқини сориғинимизда абдусәмәт соалимизға мундақ җаваб бәрди.
Абдусәмәттин бу йәрләрни деһқанлардин қайтуруп сетивалғандин кейин, кәнтниң бу йәрләрни қандақ бир тәрәп қилмақчи икәнликини сориғинимизда, у бу йәрләрни ичкиридин кәлгән хитайларға сетивәтмәкчи икәнликини деди.
Биз униң өз қериндашлири болған уйғур деһқанлириниң йерини ичкиридин кәлгән хитайларға сетивәтмәкчи болғанлиқини сориғинимизда, у соалимизға йәрлик уйғур деһқанлири бу бағлардин унум яриталмиғанлиқи учун, бу бағларни ким ашти қилип сетиш арқилиқ кәнткә кирим қилмақчи икәнликини баян қилди.
Биз униңдин турпанюзи кәнтиниң деһқанларниң бу йерини мәҗбурий сетивалмақчи болғанлиқи һәққидә инкасларни аңлиғинимизни ейтқинимизда у наразилиқ билән, бизниң бу әһвални қандақ игилигәнликимизни қайтилап сориди, абдусәмәтниң қаришичә, кәнтниң деһқанлардин бу йәрләрни қайтурувелиши нормал иш болуп, кәнтниң киримини ашуруш учун бу бағлардин пайдилиниш һәққи бар икән.
Турпанюзи йезисидики йәнә бир бағниң игиси йүсүпҗанниң өйигә телефон қилғинимизда, юсупҗанниң аяли үмгүлсум йезилиқ һокумәтниң уларниң шунчә җапада бина қилған бағлирини тартивалмақчи болғанлиқини һәм өзиниң бу ишқа болған наразилиқини мундақ баян қилди.
Биз турпанйүзи йезисидики бағларниң игилиридин бири болған пишқәдәм деһқан нури акиниң өзидин әһвал игиләш учун, нури акиға телефон қилдуқ... Алтунлуқ төпиликидики 200 мо йәрни игиләйдиған бу чоң бағниң игиси нури ака, бу бағ учун өзиниң пүтүн яшлиқини, күч - қуввитини тәқдим қилғанлиқини, аяли вә балилири билән әслидики ташландуқ хараби һаләттики бағни рәтләп бүгүнкидәк гүзәл җәннәт маканиға айландурған җәрянини мундақ баян қилди.
Бүгүнки күнгә кәлгәндә йезилиқ һөкүмәт вә кәнтниң деһқанлардин бу бағларни интайин әрзан баһада сетивалмақчи болғанлиқиға болған наразилиқини ипадилигән нури ака өз наразилиқини мундақ баян қилди.
Нури ака өзи вә аялиниң мушу бағда меһнәт тәрини төкүп 6 балини дөләт үчүн ярамлиқ әвлад қилип тәрбийилигәнликини, өзиниң вә балилириниң дөләт қанунини наһайити яхши билидиғанлиқини, шуңа йезилиқ һөкүмәтниң бу хил йолсизлиқиға нисбәтән қанун арқилиқ өзини қоғдайдиғанлиқини, бу һәқсизлиқни сорайдиған қанунниң барлиқиға ишинидиғанлиқини мундақ баян қилди.
Нури ака, әркин асия мухбириниң униңға телефонни америкидин уруватқанлиқини билгинидә, наһайити қизғинлиқ билән мухбирни турпанйүзиниң бу җәннәт макан гүзәл бағлирини чоқум келип көрүп китишини тәләп қилди.
Нури ака өз сөзидә, өзиниң зиялийларға, мухбирларға тайинидиғанлиқини, партийигә ишинидиғанлиқини. 100 Йил ташлинип қалған бу ташландуқ харабилиқни бүгүнкидәк гүзәл һаләткә кәлтүрүш йолида әйни чағда һөкүмәтниң өзини йолигәнликини, қоллиғанлиқини, өзиниң вә аяли хәлчәмниң сотсиялистик әмгәк нәмуничиси болуп көп қетим мукапатланғанлиқини, униң бүгүнкидәк нәтиҗә яритиш йолидики җапалирини мухбирларниң һәр вақит хәвәр қилип турғанлиқини. Шуңа һөкүмәтниң бүгүнки күнгә кәлгәндә өзигә охшаш деһқанларға яр - йөләктә болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини баян қилип өтти.
Нури ака сөзиниң ахирида өзи билән давамлиқ алақилишип турушимизни, бу ишниң тәрәққиятини дәп беридиғанлиқини,партийә вә һөкүмәтниң уйғур деһқанлириға игә чиқидиғанлиқини, өзиниң һөкүмәтниң бу ишни адил бир тәрәп қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлиди.