Ғулҗидики йеза толуқ оттура мәктәп синиплири буйруқ билән тақалмақчи (1)

Уйғур аптоном районида йолға қоюлуватқан қош тиллиқ маарип сиясити сәвәбидин, бир қисим оттура мәктәпләр өз - ара қошуветилип қош тиллиқ мәктәпләргә айландурулған, нәтиҗидә бәзи мәктәпләрниң толуқ оттура мәктәп синиплири әмәлдин қалдурулған.
Мухбиримиз миһрибан
2009.06.29
qosh-til-xoten-mektep-305 Уйғур елиниң хотән вилайитидики мәлум бир қош - тил мәктипиниң оқуғучилири.
AFP Photo

Ғулҗа шәһиридики уйғурлар зич олтурақлашқан йезилардин пәнҗим йезилиқ толуқ оттура мәктәп, баяндай йезилиқ толуқ оттура мәктәп, дадамту толуқ оттура мәктәп, йеңийәр йезилиқ толуқ оттура мәктәп, тоғрақ йезилиқ толуқ оттура мәктәп, кепәкйүзи йезилиқ толуқ оттура мәктәп қатарлиқ 6 оттура мәктәп 2007 - йили 9 - айда буйруқ чүшүрүлүп толуқ оттура синиплирини тақаш қарар қилинған.

Әмма уйғурлар нисбәтән зич олтурақлашқан йезилардики оқуғучилар вә ата - аниларниң шундақла оқутқучиларниң бу қарарға нисбәтән наразилиқи нисбәтән күчлүк болуп, радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған пәнҗим йезисидики ата - анилар пенсийигә чиққан оқутқучилар вә йезилиқ оттура мәктәпниң бир қисим оқутқучилири вә мәктәп мудири қатарлиқлар бу һәқтә өз қарашлирини баян қилди.

Пәнҗим йезисидики пешқәдәм маарипчи, пенсийигә чиққан оқутқучи мәхпирәт ханим аз кәм йүз йиллиқ тарихқа игә бу оттура мәктәпниң толуқ оттура синипиниң тақилиши әслидинла иқтисади кирими төвән болған деһқанларниң балилирини оқутуш пурситидин мәһрум қилғанлиқини баян қилди.

Пәнҗим оттура мәктипиниң һазирқи мәктәп мудири дилмурат әзим ғулҗа шәһәрлик һөкүмәтниң, уйғур аптоном райони маарип назаритиниң мәктәпләрни мәркәзлик башқуруш сияситини әмәлийләштүрүш үчүн пәнҗим оттура мәктәпниң толуқ оттура синиплириниң әмәлдин қалдурулғанлиқини баян қилди.

Пәнҗим оттура мәктипиниң оқутқучилиридин қурбанай вә әхмәтҗанлар, мәктәпниң толуқ оттура синиплириниң тақилишиниң бу йеза балилирини билим елиш пурситидин мәһрум қилғанлиқини баян қилип өтти.

Пәнҗим йезисидики ата - анилардин яқупҗан әпәнди өзиниң 2 оғлиниң оқуш пурситидин мәһрум қалғанлиқини, балилириниң кәлгүси истиқбалидин әнсирәватқанлиқини баян қилди.

Оқуш пурситидин мәһрум қалған пәрһат өзигә охшаш нурғунлиған оқуғучиларниң күчлүк оқуш арзуси болсиму, әмма иқтисади шараит яр бәрмигәнлики үчүн йирақтики шәһәр мәктәплиригә баралмиғанлиқи баян қилип өтти.

Шәһәрлик һөкүмәтниң деһқанларниң күчлүк тәлипигә қулақ салмиғанлиқини баян қилған яқупҗан әпәнди ата - анилар вә балиларниң йүрәк садалирини радио долқунлири арқилиқ мунасивәтлик орунларға йәткүзүп қоюшимизни тәләп қилди.

Юқиридики аваз улинишидин, хитай һөкүмитиниң ғулҗидики йеза мәктәплириниң толуқ оттура синиплирини тақаш қарариға ниспәтән хәлқниң наразилиқ инкаслириниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.