Ғулҗидики йеза толуқ оттура мәктәп синиплири буйруқ билән тақалмақчи (2)
Мухбиримиз миһрибан
2009.07.03
2009.07.03

AFP Photo
Биз пәнҗим йезилиқ һөкүмәтниң пәнҗимдики толуқ оттура мәктәп синиплириниң тақилишиға нисбәтән қандақ қариши барлиқини игиләш үчүн телефон қилған болсақму, әмма йеза башлиқи өмәрҗан бизниң зияритимизни қобул қилалмайдиғанлиқини ейтти, маарипқа мәсул муавин йеза башлиқи яв шавюң болса бу сәзгүр мәсилигә җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтти.
Биз ғулҗа шәһәрлик һөкүмәт вә шәһәрлик маарип идарисиниң йеза толуқ оттура мәктәп синиплирини тақашни қарар қилғанлиқиниң сәвәбини билиш үчүн, ғулҗа шәһәрлик маарип идариси парткоминиң секритари абликимгә телефон қилдуқ. Абликим шәһәрлик маарип идарисиниң йезилардики толуқ оттура мәктәп синиплирини тақашниң дөләтниң маарип қануниға, уйғур аптоном райониниң қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш роһиға вә ғулҗиниң әмәлийитигә қарап ғулҗа шәһәрлик һөкүмәтниң қошулуши билән чиқирилған қарар икәнликини баян қилди.
У деһқанларниң балилирини шәһәрдики оттура мәктәпләрдә оқутуш учун иқтисади җәһәттин қийнилидиғанлиқи һәққидики инкасиға нисбәтән, йезилардин кәлгән балиларға иқтисади җәһәттин етибар бериш сиясити қоллинилғанлиқини ейтти.
Әмма деһқанлар вә йезиларниң иқтисади әһвалини яхши билидиған йезилиқ оттура мәктәптики оқутқучилар, шәһәрдики оттура мәктәпләрдә иқтисади җәһәттин етибар бәргән һаләттиму деһқанлар учун бу чиқимниң еғир келидиғанлиқини инкас қилған иди.
Шәһәрлик маарип идариси парткоминиң секритари абликим, пәнҗим йезисидики деһқанларниң пәнҗимдә толуқ оттура мәктәплирини ечиш тәлипигә нисбәтән, пәнҗим қатарлиқ йезилиқ толуқ оттура мәктәпләрниң оқутуш әслиһәлирини йеңилаш үчүн наһайити көп иқтисад кетидиғанлиқини, шуңа шәһәрлик маарип идарисиниң йезилардики толуқ оттура мәктәп синиплирини тақашни қарар қилғанлиқини баян қилди.
Пәнҗим оттура мәктипидики оқутқучилар болса, пәнҗим оттура мәктипидә толуқ оттура мәктәп синипи ечишқа бу мәктәпниң шараити толуқлуқини, аз кәм йүз йиллиқ тарихқа игә бу оттура мәктәпниң оқутқучилириниң кәспи сәвийисиниң хели яхши икәнликини, нурғунлиған ихтисас игилирини йетиштүргәнликини баян қилди.
Лекин шәһәрлик маарип идариси парткоминиң секретари абликим нәзиридә мәктәпниң узун тарихқа игә болуши мәктәпниң сүпитини ипадилимәйдикән.
Абликим йәнә, дөләтниң йезиларға қаратқан мәҗбурий маарип сияситиниң 9 йиллиқ мәҗбурий маарип икәнликини, шуңа йезиларда толуқ оттура мәктәп синиплирини ечишниң зөрүрийити йоқлуқини баян қилди.
Йезидики деһқанлар болса балилирини толуқ оттура мәктәпләрдә оқутуши, қандақтур балилирини кадир қилип йетиштүрүш учун әмәс, бәлки уларни ақ - қарини пәрқ қилалайдиған бир ярамлиқ адәм қилип тәрбийиләш икәнликини баян қилишти.
Абликимниң нәзиридә болса, толуқ оттура мәктәп синиплири алий мәктәпкә оқуғучи йетиштүрүп беридиған, талантлиқларни тәрбийиләйдиған, ғулҗа шәһириниң оқутуш сәвийисини көрситидиған орун икән, дөләт бәлгилигән 9 йиллиқ мәҗбурий маарип сияситини иҗра қилишниң өзила һазирқи шараитта йезилар үчүн йетәрлик икән.
Пәнҗимдә толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин кейин, оқушсиз қалған балиларниң пәнҗимниң иҗтимаий муһитиғиму зор бисим болғанлиқини, пәнҗим оттура мәктәп мудири, пәнҗимдики зиялийлар, ата - анилар баян қилип откән иди.
Әмма ғулҗа шәһәрлик маарип идариси парткоминиң секретари болған абликим бу нуқтини һес қилмиғандәк қилатти.
Маарипниң бу йиллардики чекинишигә нисбәтән зиялийлар арисида бәс - муназириләр қозғалған. Уйғур тор бәтлиридә оз пикрини баян қилған зиялийларниң қаришичә, һазир уйғур елидә йолға қоюлуватқан қош тиллиқ маарип сиясити, уйғур тилини маариптин сиқип чиқирипла қалмастин, бәлки әслидики уйғур маарипиниму вәйран қилиш гирдабиға иттирип, уйғур яшлири маарип тәрбийисидин бәһримән болуш пурситидин мәһрум қелип, уйғур яшлири арисида омумий иҗтимаий кәйпиятта бузулуш келип чиқип, зор иҗтимаий мәсилиләрниң келип чиқишиниң муһим бир сәвәби болуп қалмақта икән.