Феврал вәқәсидин кейин ғулҗида тақалған йәрлик карханилар һәққидә ( 2 )

Биз түнүгүнки программимизда,хитай һөкүмитиниң 1997 - йили партлиған ғулҗа феврал вәқәсидин кейин, ғулҗидики әслидики йәрлик карханиларни түрлүк баһанә ‏ - сәвәбләр билән тақашқа башлиғанлиқи, нәтиҗидә ғулҗиниң йәрлик миллий санаити пүтүнләй вәйран болушқа йүзләнгәнлики һәққидики хәвәрниң дәсләпки қисмини бәргән идуқ.
Мухбиримиз миһрибан
2009.06.24
ishsiz-uyghur-yashlar-305 Уйғур дийариниң кочилирида ишсиз йүргән йашлар.
RFA Photo

Бүгүнки программимизда ашу вәйран болған карханилар ичидики ғулҗа юң тоқумичилиқ фабрикиси қатарлиқ бир қанчә карханиниң әйни чағда уйғур или иқтисадида тутқан орни вә уларниң вәйран болуш сәвәблири һәққидә тохталмақчимиз.

Уйғур илидә 2000 - йилларда вәйран болған йәрлик карханилар ичидә ғулҗа тәвәсидики йәрлик карханиларниң вәйран болуши бир қәдәр гәвдилик болған.

Уйғурчә тор бәтлиридә елан қилинған "ғулҗидики вәйран болған карханилар " дегән мақалидә баян қилинишичә, 2000 - йилларда вәйран болған карханилардин, ғулҗа шәһәрлик 1 - юң тоқумичилиқ завути или вилайитигә қарашлиқ районлардики қой юңини хам материял қилған болуп, бу завут 1950.Йиллирида совет иттипақиниң мәблиғи, ярдими билән қурулған болуп, йип егириш, тоқумичилиқ, бояқчилиқ қатарлиқ бир йүрүш сехлардин тәркип тапқан. Бу завутта ишләйдиған уйғур ишчилар 50 - йилларда 99%, 60 - йилларда 90%, 70 - йилларда 80% болған. Завут тақалған 2001 - йилида болса, 50% уйғур, қазақ ишчилар ишлигән. 2001 - Йили завут вәйран болди дегән баһанидә, ичкиридин кәлгән хитай содигәрлиригә сетиветилгән. Завуттин чиқириветилгән хитай ишчилар дөләт тәрипидин маарип вә сода саһәсидики орунларға орунлаштурулған, аз бир қисми завутта қалған. Уйғур вә қазақлар болса тамамән ишсиз қалған.

Ғулҗа шәһәрлик 2 - юң тоқумичилиқ завутиму, 2001 - йили вәйран болди дәп тақилип, 1500 ишчиси бар бу завуттики 700 дин артуқ уйғур, қазақ ишчи тамамән ишсиз қалған. Завутни алған хитай хоҗайинлар бир қисим үскүниләрни ичкири өлкиләргә йөткәп кәткән, қалған қисмида 500 әтрапида ишчи елип қалған болсиму, әмма бир нәпәрму йәрлик уйғур ишчини алмиған.

Ғулҗа шәһәрлик 3 - юң - туқумичилиқ завути, 1987. - Йили баяндай йезисида қурулған,әйни йилларда завут йеңи қурулғанда, бу завутта 3000дәк ишчи ишлигән. 2001 - Йили вәйран болди дәп тақиветилгәндин кейин, хитай ишчилар тәкрар ишқа орунлаштурулған, завуттин чиқириветилгән 1000 әтрапидики миллий ишчилар ишсиз қалған. Бу завутниң орниға көчмәнләр үчүн йеңи биналар селинған болуп, һазир бу йәр ғулҗидики тәрәққият ечиветиш райони дәп аталған.

Ғулҗа шәһәрлик мойка - или вилайитигә тәвә наһийә,йеза,яйлақлардин юңларни сетивелип,сортқа айрип,ююп - пирислап завутларға сатидиған бир ширкәт болуп,800 дин артуқ ишчи - хизмәтчисиниң 80% и уйғур иди. Мойка 2000 - йили тақалған. Уйғур ишчиларниң һәммиси ишсиз қалған. Ғулҗа шәһәрлик һөкүмәт даирилири,мойкиниң орнини 42 аилилик йәргә бөлүп пули бар хитай содигәрлиригә қурулуш селиш үчүн сетивәткән.

Йәрлик карханиларниң вәйран болушиниң уйғурларға иқтисади җәһәттин елип кәлгән вәйранчилиқи һәққидә тохталған, ғулҗа шәһиридики пенсийигә чиққан бир уйғур зиялийси ғулҗидики йәрлик карханилар тақалғандин кейин хизмитидин айрилған ишчиларниң намратчилиқ ичдә яшаватқанлиқини сөзләп өтти.

Илгири ғулҗидики мәлум бир тоқумичилиқ фабрикисида завут башлиқи болуп ишлигән, бир кадир ғулҗидики тоқумичилиқ фабрикилириниң вәйран болуш сәвәбини хитайниң иқтисади игилик тәрәққиятиға маслишалмиғанлиқи учун, һазирқи заман кишилириниң истемал қаришиға, қисқиси "мода еқими"ға маслишалмиғанлиқи учун тақалди дәп изаһлиди.

Чәтәлләрдики мутәхәссисләрниң қаришичә. Хитай илидә ислаһат ечиветиш йолға қоюлған 90 - йиллардин кейин, болупму хитайниң "ғәрбни ечиш " истратегийиси йолға қоюлғандин кейин, қорғас сода еғизиниң ечилиши билән, ички хитай өлкилиридики хитай көчмән содигәрлириниң түркүм - түркүмләп ғулҗа райониға еқип келиши, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғур илидики " биңтүән " дәп аталған "ишләпчиқириш - қурулуш армийиси"гә уйғур илиниң асаслиқ санаәт ишләпчиқириш һоқуқини беривәткәнлики, йәрлик миллий санаәтниң етибарсиз қелип, мәбләғ кәмчил болуши, техника йеңиланмаслиқи, ғулҗа районида йәрлик уйғурларға қаритилған сиясий бесимларниң күчлүк болуши, иқтисади җәһәттә хитай көчмәнлиригә зор дәриҗидә етибар берилиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин, уйғур илиниң әслидики йәрлик санаәт ишләпчиқириши тамамән вәйран болушқа йүзләнгән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.