Ғулҗа деһқанлири қар вә ямғур апитидә өрүлгән өйлирини ясимақта
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.17
2010.07.17
AFP Photo
Игилишимизчә, ғулҗа наһийисиниң турпанйүзи, пәнҗим, қаш, худияр йүзи, уйғур учон, йеңитам, самйүзи, садиқйүзи қатарлиқ 20 дин артуқ йезилирида бу йил әтияздики қар арилаш ямғурда, соқма там қилип селинған өйләрниң тәхминән 70% и өрүлүп чүшкән. Хиш билән селинған өйләрму хели еғир дәриҗидә зәхимләнгән. Наһийә тәвәсидә 100 миңға йеқин аһалә апәткә учриған, иқтисадий зиян 1 милярд йүәндин ешип кәткән.
Нөвәттә өйлири өрүлүп кәткән деһқанлар, яз пәслидин пайдилинип бир тәрәптин деһқанчилиқ қилип, бир тәрәптин өйлирини ясашқа башлиған. Биз ғулҗа наһийисидики деһқанларниң өйлириниң апәттин кейинки әһвалини игиләш үчүн ғулҗа наһийисидики деһқанларға телефон қилдуқ.
Садиқйүзи йезисидики бир деһқанниң билдүрүшичә, бу йил қиш һәм әтияз пәслидики қар һәм ямғурда уларниң йезисидики әслидики соқма там қилип селинған өйләрниң тәхминән 70% и өрүлүп кәткән.
Ғулҗа наһийилик һөкүмәтниң тор бетидә бу йил наһийилик һөкүмәт деһқанларниң өрүлүп кәткән зәхмиләнгән өйлирини қайта ясаш үчүн, наһийилик һөкүмәт деһқанларға иқтисадий җәһәттин ярдәм берип, наһийә тәвәсидә йәр тәврәшкә һәм ямғур апитигә чидамлиқ өй селиш қурулушини башлиғанлиқини һәққидики хәвәрләр берилгән.
Әмма, һөкүмәтниң деһқанларға бәргән бу ярдими деһқанларниң өйлирини қайта селиш үчүн сәрп қилған чиқимидин хелила аз болуп, нөвәттә қиш һәм әтияздики апәттә өрүлгән өйлирини қайта ясаш, деһқанларға еғир иқтисадий бесим елип келиватқанлиқи мәлум болмақта.
Зияритимизни қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, нормал шараитта хиш билән селинидиған 3 еғизлиқ өй үчүн 30 миң йүән хәлқ пули сәрп қилинидикән. Һазир наһийилик һөкүмәт деһқанларниң өйлирини ясаш үчүн хиш, семонт, полат төмүр қатарлиқ қурулуш материяллирини ярдәм қилған болсиму, әмма өйгә керәк болған яғач материяллири, ишик - деризә, устиларға төләйдиған пул қатарлиқлар үчүн, деһқанлар йәнила тағдики қой - калилирини сетишқа, банкидин қәрз пул елишқа мәҗбур болмақта икән.
Апәттә өрүлүп чүшкән өйини йеңилап селиватқан бир деһқанниң билдүрүшичә, наһийилик һөкүмәт өйләрни йеңилаш үчүн 3000 сом хәлқ пули қиммитидики қурулуш материяли ярдәм қилған болсиму, лекин қалған чиқимларни деһқанлар өзлири көтүрүшкә мәҗбур болған.
Игилишимизчә, наһийилик һөкүмәтниң деһқанларниң өйлирини йеңилаш үчүн бәргән ярдими һәр қайси йезиларда пәрқлиқ болуп, наһийә тәвәсидики көплигән йезиларда деһқанларниң ой йеңилиши үчүн қилинған ярдәм 3000 йүәндин 6000 йүәнгичә хәлқ пули қиммитидики қурулуш материяли болған. Әмма турпанйүзи йезисидики бир деһқанниң билдүрүшичә, уларниң йезисида йезилиқ һөкүмәт деһқанларниң йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селиш қурулуши үчүн, адәттики аилиләргә 18 миң йүән, намрат аилиләргә 30 миң әтрапида қурулуш материяли һәм мәлум миқдарда нәқ пул бәргән.
Нөвәттә наһийә тәвәсидики деһқанлар арисида бу хил пәрқ һәққидә ғулғула болуватқан болуп, деһқанлар өй селишқа берилгән ярдәм пулидики бу хил пәрқни, хитай муавин баш министири ли кечаңниң бу йил әтияздики турпанйүзи зияритигә бағлап, буни һөкүмәтниң " көзнәк йезиларни пәрдазлаш" сияситиниң ипадиси дәп қаримақта икән.
Турпанйүзи йезисидин зияритимизни қобул қилған бу деһқанниң билдүрүшичә, әйни чағда хитай муавин баш министири ли кечаң турпанйүзи йезисини зиярәт қилғинида, бу йезиниң ғулҗа тәвәсидики муһим саяһәт мәркизи қилип бәлгилинишини һәм турпанйүзи йезисидики өйләрни йеңилашқа нуқтилиқ ярдәм беришни ейтқан икән.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайда йәрлик даириләрниң шу җайдики әмәлий әһвалларни юқириға мәлум қилишта, мәһсулатни ашуруп доклат қилиш, районниң әһвалини пәдазлап көрситиш, юқири органлардин яки чәтәлләрдин кәлгән зиярәтчиләргә мәлум йеза, кәнт яки мәлум бир аилини үлгә қилип көрситиш әһвали омумйүзлүк мәвҗут болуп, ғулҗа наһийисидә турпанйүзи йезисидики деһқанларниң өйлирини йеңилашқа берилгән иқтисадий ярдәмниң башқа йезилардин пәрқлиқ һалда көп болуши, бу хил әһвалниң бир типик мисали икән.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.