Хитай ширкәтлири ғулҗа наһийисигә йәрләшмәктә

Ғулҗа наһийиси һөкүмәт тор бетиниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2009 - йили хитай өлкилиридики ширкәтләр ғулҗа наһийиси билән райондики кан байлиқлирини ечиш келишими имзалиған иди. Нөвәттә бу ширкәтләрдин"бейҗиң чиңхуа гуруһи", "хенән көмүрчилик гуруһи" қатарлиқ хитай ширкәтлири дәсләпки қурулуш ишлирини тамамлап, ғулҗа наһийисидә йәрлишишкә башлиған. Бүгүн ғулҗа наһийисидики деһқанларму зияритимизни қобул қилип, ғулҗа наһийисигә йәрләшкән"бейҗиң чиңхуа гуруһи"ниң, деһқанлардин сетивалған җайларда бултур башлиған бир қисим қурулушлириниң тамамлинип ишқа кириштүрүлүш алдида турғанлиқини баян қилди.
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.15

Ғулҗа наһийилик һөкүмәт ториниң түнүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, 2009 - йилдин башлап хитай өлкилиридин кәлгән ширкәтләрниң ғулҗа наһийиси тәвәсидә қурулуватқан чоң санаәт түрлири 19 түргә йетип, уларниң наһийидики қурулушлар үчүн салған омумий мәблиғи, 2010 - йили 7 - айға кәлгәндә 50 милярд йүәнгә йәткән.

Мәлум болушичә, хитай өлкилиридики ширкәтләрдин, бултур наһийигә мәбләғ селишқа башлиған "бейҗиң чиңхуа гуруһи", "хенән көмүрчилик гуруһи" қатарлиқ ширкәтләр нөвәттә бултур наһийә тәвәсидә башлиған айланма иқтисад санаәт райони қурулушиниң дәсләпки қурулушлирини тамамлиған.

Мәлум болушичә, ғулҗа наһийисидә, һазирғичә 1 - басқучтики 5.6 Квадрат километирлиқ санаәт райониниң ул әслиһәлири асасий җәһәттин тамамлинип, 80 миң квадрат метирлиқ ишхана, турмуш, пән тәтқиқат биналири пүтүп, асаслиқ үскүниләрму заказ қилинған.

Турпанйүзи йезисидин зияритимизни қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә,"бейҗиң чиңхуа гуруһи"ниң ғулҗа наһийиси турпанйүзи йезиси тәвәсидә бултур қурулуш башлиған саяһәт мәркизи, юқири турпанйүзи кәнтигәселиватқан 5 юлтузлуқ меһманхана бинасиниң дәсләпки қурулуш ишлири тамамлинип, һазир ишқа киришиш алдида икән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай ширкәтлири наһийә тәвәсидики кан байлиқлиридин әслидики көмүр записиға мәбләғ салғандин башқа йәнә, наһийә тәвәсидики 11 милярд 500 милйон куб метирлиқ көмүр гази записи, 600 миң тоннилиқ көмүр кокс мейини һидрогенлаш түри, 50 тонна алтун записи, 2 милйон тоннилиқ көмүр күлидин семонт ясаш түри вә бирикмә аммияк, иссиқлиқ електир истансиси, или енергийә ширкитиниң 900 миң тоннилиқ үсти очуқ көмүр кани техникисини өзгәртиш түри қатарлиқларғиму мәбләғ салған.

Бу ширкәтләргә сетилип бәргән йәрләр асаслиқи диһқан, чарвичиларниң терилғу йәрлири һәм яйлақлири болуп, наһийилик һөкүмәт бултурдин башлап, ғулҗа наһийиси тәвәсидә әслидики пиличи хаңни мәркәз қилған һалда, районда чарва беқиватқан чарвичиларни вә бинәмдә буғдай териватқан деһқанларни башқа җайларға көчүрүшкә башлиған.

Зияритимизни қобул қилған бу киши бизгә қарияғач йезисидики өз земинидин айрилған деһқан,чарвичиларниң һазир башқа җайларға селинған өйләргә орунлаштурулғанлиқини сөзләп бәрди.

Мәлум болушичә, ғулҗа наһийисигә қарашлиқ наһийилик көмүр канда йәнила йәрлик уйғурларни асас қилған ишчилар ишлимәктә икән. Кан тәвәсидин зияритимизни қобул қилған кишиниң билдүрүшичә, һазир наһийигә қарашлиқ әслидики үсти очуқ кан пиличи хаңда ишләватқан ишчилар йәнила илгири мушу әтраптики йезилардин қобул қилинған кона кан ишчилири болуп, улар асаслиқи уйғур, қазақ һәм туңганларни асас қилған йәрлик пуқралар икән.

Ғулҗа наһийисидә, ишқа кириштүрүлүш алдида турған хитай ширкәтлириниң хизмәтчи қобул қилиш пилани һәм йеңидин қобул қилинидиған ишчи - хизмәтчиләрниң наһийә тәвәсидин қобул қилинидиғанлиқи яки хитай өлкилиридин йеңидин хитай көчмәнлирини йөткәп келип, уларни ишқа елиш мәсилиси қатарлиқлар һәққидә даириләр һечқандақ учур бәрмигән.

Йәрлик милләтләрниң ишқа орунлишалмай барғанчә намратлишиши, шундақла йеқинқи бир қанчә йиллардин буян райондин хитай өлкилиригә ишқа орунлаштуруш баһанисидә әрзан әмгәк күчи қилинип йөткиливатқан уйғур ишләмчилири мәсилиси қатарлиқлар йәрлик хәлқниң наразилиқини қозғап келиватқан иди. Шуңа бу нөвәт уйғур районида қурулуватқан хитай ширкәтлири билән бирликтә хитай өлкилиридин зади қанчилик хитай көчмәнлириниң йөткәп келиниш мәсилиси, нөвәттә уйғурлар һәм дуня җамаәтчилики диққәт қиливатқан муһим нуқтилардин болуп турмақта.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.