Германийиниң 5 - июл үрүмчи вәқәсигә тутқан позитсийиси
Мухбиримиз әкрәм
2009.08.18
2009.08.18

AFP Photo
5 - Июл вәқәсигә д у қ ниң баш шитаби мәвҗуд болуп туриватқан германийиниң позитсийиси зади қандақ болди?
Бу соалға, 8 - айниң 17 - күни германийә пайтәхти берлинға берип, германийә ташқи ишлар министерликиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән учрушуш өткүзгән д у қ вәкилләр өмикиниң башлиқи долқун әйса әпәнди җавап бәрди.
Германийә ташқи ишлар министерлики әмәлдарлири, уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә җиддий деққәт қилиш билән биргә, һәрхил йоллар билән уйғурлар тоғрулуқ өз алдиға мәлумат топлаватқанлиқини вә уйғур зиялиси илһам тохтиниң истиқпалидин әндишә қиливатқанлиқини һәмдә уйғур мәсилиси тоғрулуқ йеқин арида хитай билән сөзләшмәкчи боливатқанлиқини билдүргән.
Гәрчә германийә һөкүмети бүгүнгә қәдәр көплигән ғәрип дөләтлиригә охшаш 5 - июл вәқәсигә қарита кәскин һәм ахирқи бир қарарини билдүрмигән болсиму, лекин 5 - 6 - 7 - июл күнлири һөкүмәтниң баш министеридин тартип, ташқи ишлар министерликигичә хети қаттиқ тәләппузда баянат елан қилған.
Ғәрип дөләтлириниң бүгүнгә қәдәр хитайниң дәһшәтлик қәтлиамиға қарита үнүмлүк тәдбир қолланмиғанлиқи, нурғунлиған уйғурларда ғәрипниң адалитигә ниспәтән сүбһи пәйда қилмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.