Германийидики уйғур аяллирини тәрбийиләш курси давамлашмақта
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди бу һәқтә истансимизниң зияритини қобул қилип, бу қетимқи аялларни тәрбийиләш курсиниң германийә баварийә парламентида өткүзүлгәнликиниң толиму әһмийәтлик икәнликини билдүрди шуниңдәк курсқа қатнишиватқан аял вәкилләрму өз тәсиратлирини баян қилди.
Хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди, америка демократийини илгири сүрүш фондиниң маддий ярдими вә дуня уйғур қурултийи, германийә баварийә парламенти йешиллар партийисиниң һәмкарлиқида уйғур аяллирини демократийә вә кишилик һоқуқ буйичә тәрбийиләш курси давамлишиватқан болуп, бу қетимқи курсқа шәрқий түркистан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим өзи бивастә йетәкчилик қилмақта.
Уйғур аяллирини тәрбийиләш курсиниң германийидики әң күчлүк өлкә болған баварийә өлкисиниң парламентида өткүзүлүши муһим әһмийәткә игә һесаблиниду. Бу һәқтә тохталған д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди мундақ дәйду.
Аяллар курсиға иштирак қиливатқан яврупа шәрқий түркистан бирлики аяллар комитетиниң рәиси раһилә ханим, курсниң мувәппәқийәтлик ечилипла қалмай, курсиниң һәр қайси дөләтләрдики уйғур аяллириниң демократийә вә кишилик һоқуқ, болупму аялларниң һоқуқи, пәрзәнт тәрбийиләш саһәсидики еңини көтүрүшигә, аялларниң ялғуз аилидила әмәс, җәмийәттики ролиниңму толиму муһим икәнликини тонуп йетишигә күчлүк асас яратқанлиқини ипадилиди.
Канададин германийигә келип курсқа қатнашқан аяллар вәкилиму өз тәсиратини баян қилип, өзини рабийә қадир ханим йетәкчиликидә елип бериливатқан уйғур давасиға атиғанлиқини сөзлиди.