Германийә һөкүмәт рәһбәрлири дуня уйғур қурултийиға җавабнамә йоллиди

Германийә һөкүмәт рәһбәрлири дуня уйғур қурултийиға җавабнамә йоллап, германийә һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқанлиқини һәмдә кәлгүсидә германийә - хитай арисида елип берилидиған кишилик һоқуқ сөһбитидә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз җүмә
2008.11.07
merkel-beijing-win-305.jpg Меркел ханим бейҗиңни зийарәт қилғанда вин җйабав билән биргә.
AFP Photo

Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсаниң билдүрүшичә, дуня уйғур қурултийи, қурултай рәиси рабийә қадир ханимниң имзаси билән германийә һөкүмитигә уйғурларниң һазирқи әһвали вә хитайниң уйғур елидә елип бериватқан бастуруш һәрикәтлири һәққидә һәмдә германийиниң буниңға қарита бирәр тәдбир елиши лазимлиқини тәләп қилип бир парчә хәт йоллиған.

Германийә һөкүмити дуня уйғур қурултийи йоллиған хәткә җаваб қайтуруп, мәзкур хәтни тапшуруп алғандин кейин уйғурларниң әһвалиға болған тонушиниң техиму өскәнликини һәмдә бундин кейин уйғурлар мәсилигә давамлиқ көңүл болидиғанлиқини билдүргән.
Нәтиҗидә, германийә һөкүмити дуня уйғур қурултийи йоллиған хәткә җаваб қайтуруп, мәзкур хәтни тапшуруп алғандин кейин уйғурларниң әһвалиға болған тонушиниң техиму өскәнликини һәмдә бундин кейин уйғурлар мәсилигә давамлиқ көңүл болидиғанлиқини билдүргән.

Бу нөвәт германийә рәһбәрлири дуня уйғур қурултийиға йоллиған җавапнамилар арисида германийә баш министири ангела меркел ханим намида йолланған бир парчә мәктупму бар икән.

Тарим дәрясиниң төвән еқинлириға су йәткүзүш тохтитилмақчи

Хитай ахбаратлирида көрситилишичә, тарим дәря башқуруш идариси тарим дәрясида көрүлгән су миқдари төвәнләш сәвәбидин, ишләпчиқиришни су билән тәминләшни капаләткә игә қилиш үчүн, тарим дәрясиниң төвән еқинлирини су билән тәминләшни тохтитидикән.

Шинхуа ахбаратида көрситилишичә, бу йил тарим дәрясида су миқдари йиллардикигә нисбәтән бир қәдәр төвәнлигән болуп, нәтиҗидә 2007 - йили өктәбирдин буян тарим дәрясиниң төвән еқинлирида уда йәттә ай су үзүлүп қалған.

Ашкарилинишичә, тарим дәрясиниң төвәнки еқинидики 320 километир бөликигә 30 йилдин бери су берип бақмиған болуп, нәтиҗидә дәря вадисидики тәбиий йешил каридор вә нәччә он миң гектар тоғрақлиқ бара - бара қуруп вәйран болған.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити 2001 - йилидин буян, дәря екологийисини қутқузушқа мәбләғ аҗритишқа башлиған вә дәряниң төвән еқинлирини су билән тәминләшни әслигә кәлтүргән болуп, һазирғичә 9 қетим су бәргән икән

Уйғур елидә қизил қатарлиқ юқумлуқ кесәлликлири тарқалмақта

Йеқиндин буян қизил кесили вә чечәк қатарлиқ юқумлуқ кесәлликләр уйғур елидә йәнә тарқилишқа башлиған болуп, уйғур ели сәһийә даирилириниң 4 - ноябир тарқатқан хәвәрләргә асасланғанда, бу пәсилдә уйғур елидә юқумлуқ кесәлләрниң җиддий тарқилиши йәнә бир юқири басқучқа киргән.

 Нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида қизил, чечәк, қулақ ақмиси вә юқумлуқ зукам, җиддий характерлик нәпәс йоли яллуғи қатарлиқ юқумлуқ кесәлликләр қайта тарқалмақта икән.

Бу юқумлуқ кесәлләрниң болупму балилар һәм яш - өсмүрләр арисида тарқилиши бир қәдәр тез көрүлүватқанлиқи ашкариланмақта.

Барак обама америка президенти болуп сайланди

Америкиниң 2008‏ - йиллиқ президент сайлимида, демократлар партийиси намзати барак обама утуп чиқип, америкиниң 44 - нөвәтлик президенти болуп сайланди вә америка тарихида йеңи бир сәһипә ачти.

Бу америка тарихида африқа ирқидикиләрниң тунҗи қетим президент болуп сайлиниши болуп һесаблиниду.

Барак обама сәйшәнбә күнки сайламда хәлқ авазиниң %52 ни, йәни 538 данә сайлиғучи беләтниң 338 ни утуп, рәқиби җон миккеййинни мәғлуп қилди.

Бу қетимқи сайлам америка тарихидики дәвр бөлгүч сайлам болупла қалмай, пүтүн дуня диққәт қиливатқан сайлам болуп, анализчилар обаманиң ғәлибисиниң америкидики ерқий чәк - чегрини бузуп ташлиғанлиқини, америка хәлқиниң ерқий чүшәнчисидә зор өзгириш болғанлиқини илгири сүрмәктә.Нөвәттә барак обама өз һөкүмитини тәшкилләш ишлири билән мәшғулдур.

Уйғур елидә йеңи нам астида сияси өгиниш һәрикити қозғалди

Уйғур елидин радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда, йеқиндин буян уйғур елиниң һәр қайси җайлирида һәр саһәләр буйичә "миллий бөлгүнчиликкә қарши туруп милләтләр иттипақлиқини қоғдаш вә муқимлиқ көз қаришини ашуруш" ни мәркәз қилған сиясий тәрбийиләш һәрикити қайта башланған.

Уйғур елиниң һәр қайси дәриҗилик һөкүмәт тор бәтлиридин мәлум болушичә, мәзкур тәрбийиләш һәрикити пүтүн уйғур ели миқясида тәңла башланған болуп, хитай һөкүмити бу қетимлиқ сиясий идеологийә буйичә қайта тәрбийиләш һәрикитигә " чоң өгинип, чоң тәһлил қилиш" дәп нам бәргән икән.

Мәлум болушичә, уйғур елиниң һәр қайси җайлирида диний затлар, дәм елишқа чиққан кадирлар мәхсус бу һәқтә сәйярә доклат беришкә уюштурулған болуп, бу тәшвиқат әтрити һәтта йеза ‏ - кәнтләрдә мәһәллә арилап, деһқанларниң аилилиригә кирип, миллий бөлгүнчиликкә қарши туруп муқимлиқни қоғдаш тәшвиқ тәрбийиси елип бармақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.