Германийидә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши
2008.03.18
3 - Айниң 18 - күни чүштин бурун саәт 9:00 дин 12:00 гә қәдәр, германийиниң мюнхен шәһиридә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши бирләшмә намайиши елип берилди. Намайишқа көп сандики чәтәлликләрму иштирак қилған болуп, германийиниң һәр саһә гезит вә т в қаналлириниң мухбирлири бу намайишни җиддий диққитигә алди. Ай - юлтузлуқ көк байрақ вә тибәт байриқи әтраптики аммини өзлиригә җәлип қилди.
Бу қетим намайиш тәртипини сақлаш үчүн кәлгән сақчиларниң сани һәр қачанқидин алаһидә көп иди. Бундақ болуши 17 - март күни йүз бәргән вәқә билән мунасивәтлик болса керәк. Хәвәрләргә асасланғанда, 3- айниң 17 - күни 26 нәпәр тибәтлик миюнхендики хитай консулханисиға бесип кирип, зор паракәндичилик туғдурған. Шуниң үчүнму бу намайишни хитай консулиниң алдида өткүзүшкә рухсәт қилмай, консулханидин 200 метир йирақлиқтики роман платз мәйданиға орунлаштурған. Шуар товлашқа рухсәт қилинмиғиниға қаримай, уйғурлар вә тибәтликләр "хитайлар чиқип кәтсун, уйғурларға әркинлик, тибәткә әркинлик!" дегәндәк шуарларни үзмәй товлап турди.
яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси, д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди, бу қетимқи намайиш һәққидә зияритимизни қобул қилип, намайишниң мәқсити вә бундин кейинки паалийәтләр тоғрисида чүшәнчә берип өтти.
Бу қетимқи намайишқа қатнашқан яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң баш тәптиши абдусалам әпәнди, уйғурлар билән тибәтликләрниң ортақ тәқдиргә игә икәнликини, хитайға қарши бу күрәшни таки вәтән азат болғанға қәдәр давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Германийә һөкүмити бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиши керәк
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмити елан қилған "америкиниң кишилик һоқуқи доклати" ға инкас қайтурди
- Хитай миллий кәмситиш америкида еғир деди, өзидичу ?
- Германийә ахбаратлирида уйғур миллий һәрикити (1)
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Һиндистандики тибәт яшлири юртиға қайтиш үчүн узун сәпәргә атланди
- Барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнди
- Җорҗ буш олимпик мурасимиға барғанда хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойиду