'Аз санлиқ хәлқләрниң ахбарат вә сөз әркинликини қоғдаш германийә депломатийисиниң муһим алдинқи шәрти'

Германийә ташқи ишлар министири вә муавин баш министири гойду вестервел хитайда елип барған тунҗи рәсмий зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә тәкитлиди. У хитай ташқи ишлар министири яң җечи билән көрүшкәндә қилған сөзидә, хитайдики тибәт вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилди.
Мухбиримиз ирадә
2010.01.18
Girmaniye-tashqi-ishlar-ministiri-Xitayda-yang-jechi-bilen-305.jpg Сүрәт, 15 -йанвар күни, германийә ташқи ишлар министири вә муавин баш министири гойду вестервел хитайда елип барған тунҗи рәсмий зийаритидә, хитай ташқи ишлар министири йаң җечи билән көрүшүватқан көрүнүш.
AFP Photo

Германийә ташқи ишлар министири вә муавин баш министири гойду вестервел вәзипигә олтурғандин буянқи тунҗи хитай зияритини шәнбә күни аяқлаштурди. У, икки күнлүк хитай зияритидә, хитай ташқи ишлар министири яң җечи вә хитай баш министири вен җябавлар билән учрашти. У учришиш җәрянида хитайниң сәзгүр мәсилилирини алаһидә тилға алған болуп, хитайдин өзиниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашни тәләп қилған. У сөзидә йәнә, хитайдин тибәт вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишни алаһидә тәкитләп, хитайниң интернет алақисини чәкләш мәсилисиниму оттуриға қойған.

Бу 5 - июл вәқәсидин бери хитайға барған ғәрб дөләтлири башлиқлириниң қилған сөзлири ичидә тунҗи қетим кишилик һоқуқниң бир қәдәр күчлүк рәвиштә тәкитлиниши болуп һесаблинидиған болуп, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди гойду вестервелниң германийидики уйғур мәсилисини наһайити яхши билидиған рәһбәрләрниң бири икәнликини ейитти.

Долқун әйса әпәнди әслидә гойду вестервелниң хитайдики сөзидә тибәт вә уйғур дәп ениқ тилға елишини үмид қилғанлиқини, әмма шундақтиму аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини тәкитлишиниң йәнила тәқдирләшкә тегишлик икәнликини көрсәтти.

Һазир германийидә яшаватқан дуня уйғур қурултийиниң қурғучилиридин бири болған әнвәрҗан әпәнди гойду вестервелниң аз санлиқ милләт дегәнликидин, уйғурларни тилға алди дейишкә болидиғанлиқини ейтти вә униң сөзигә иҗабий баһа бәрди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, германийә ташқи ишлар министири вә муавин баш министири гойду вестервел хитайда қилған сөзидә наһайити муһим бир ноқтини тәкитлигән болуп, у германийиниң хитай билән болған тиҗарий мунасивәтлириниң униң хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини назарәт қилишиға тосқунлуқ қилалмайдиғанлиқини, һалбуки, бу иккисиниң бир - бирини толуқлайдиғанлиқини ейтқан. У хитай баш министири вен җябав билән елип барған учришишидин кейин мухбирларға қилған сөзидә, " аз санлиқ хәлқләрниң ахбарат вә сөз әркинликини қоғдаш германийә депломатийисиниң муһим алдинқи шәрти" дәп тәкитлигән.

Долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, башқа нурғун ғәрб дөләтлири хитай билән болған тиҗарий мәнпәәтлири йүзидин хитайниң кишилик һоқуқ хатириси мәсилисини тилға елиштин өзини тартидиған мушундақ бир вәзийәттә, германийиниң бу һәрикитиниң һәқиқәтән бир җасарәт өрники икәнликини ейтти вә германийә демократийисиниң пәрқи үстидә тохталди.

Әнвәрҗан әпәндиму далай ламани һечқандақ бир дөләт қобул қилалмиғанда германийә баш министири анҗела мәркәлниң қобул қилғанлиқини, шуңа германийә ташқи ишлар министири гойду вестирвелниң хитайда қилған сөзлириниму мана мушуниң давами дәп қарашқа болидиғанлиқини ейтти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.