Мәһмут қәшқири зеһин синаш мусабиқиси өткүзүлди

Б д т пән - мәдәнийәт - маарип комитети 2008 - йилини "мәһмут қәшқири йили" дәп елан қилғандин кейин, буни өзлири үчүн зор шәрәп һес қилған чәт`әлләрдики уйғурлар мәһмут қәшқири намида түрлүк хатириләш паалийәтлирини қанат яйдурди.
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.06.18

 Җүмлидин 6 - айниң 15 - күни, д у қ баш шитаби вә яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән, германийиниң мюнхен шәһридә "мәһмут қәшқири зеһин синаш мусабиқиси" өткүзүлди. Бу мусабиқигә 7 яштин 14 яшқичә болған көп сандики уйғур өсмүрлири вә ата - анилар иштирак қилди.

Мусабиқә башлиништин бурун, бүйүк алим мәһмуд қәшқириниң һаяти, иҗадий паалийәтлири шундақла униң аләмшумул әсири "түркий тиллар дивани" тонуштурулуп өтүлди. Бу паалийәткә йетәкчилик қилған д у қ баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди, бу паалийәтниң уйғур өсмүрлири қәлбидә зор һаяҗан қозғиғанлиқини тилға алди.

Хитай һөкүмити уйғурлар үстидин мәдәнийәт қирғинчилиқини үзлүксиз давам қиливатиду дәп қариливатқан бу күнләрдә, чәтәлләрдики уйғур өсмүрлиригә қарита күчлүк миллий тәрбийә елип беришниң зөрүрликини тәкитлигән яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси турсун әпәнди, бу хилдики паалийәтләрниң әһмийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Д у қ ниң мәлуматлириға асасланғанда, германийә уйғурлири 2005 - йили қурулған "алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизи"ни ядро қилған һалда, германийидики уйғур яш - өсмүрлиригә қарита миллий тәрбийини қанат яйдурған болуп, уйғур тили, мәдәнийити, тарихи, җуғрапийиси вә ислам дини билимлири билән кейинки әвладларни тәрбийиләшкә көңүл бөлүп кәлгән. Әвладларни миллий роһ, миллий ирадә вә миллий өрп - адәт билән йетилдүрүшни муһим мәҗбурийәтлири қатариға қойған һәм буниң бәлгилик нәтиҗилирини көргән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.