Гөһәр мәмәтниң ирадиси рәқибини баш әгдүрди, әмма даириләрни инсапқа кәлтүрәлмиди
2011.09.16
У шуниңдин бери өзи вә миллитини һақарәт қилған мәзкур хитай көчмәнлири үстидин хитайниң һәр дәриҗилик алақидар органлириға әрз қилмақта иди. Униң әрз һекайиси бирқанчә айниң алдида радиомизда чатма хәвәр шәклидә елан қилинған вә шу мәзгилдә, у йәрлик даириләр тәрипидин шаңхәйдин тутуп кетилгән иди. Мухбиримиз бүгүн гөһәр мәмәтни қайта зиярәт қилип униң өзиниң вә миллий кәмситишкә қарши әрзиниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат игилиди.
Гөһәр мәмәт шаңхәйдин тутуп кетилгәндин кейин, бир қатар тәрбийә берилип қоюветилгән. Әмма, у әрзидин ваз кәчмигән. У бир тәрәптин қануний йол тутуп, алақидар органларни издигән. Органлардин қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмигәндин кейин, өзи алдиға тәдбир қоллинип, өзини вә миллитини һақарәт қилған мәзкур хитай көчмәнлиригә арамчилиқ бәрмигән.
Аңлиғиниңлардәк, гөһәр мәмәтниң қәтий ирадиси, рәқиби болған хитай көчмәнлирини қорқутқан, баш әгдүргән; әмма қанун-түзүмләрни бекиткән вә уни иҗра қиливатқан хитай даирилирини инсапқа кәлтүрүлмигән.