Гөһәр мәмәт йәнә миллий кәмситиш вәқәсигә йолуқти
2011.09.27

Бу шопурму гөһәрниң миллий кимликини тилға елип туруп һақарәт қилған. Гөһәр бу вәқәниму сақчиханиға мәлум қилған. Гөһәр сақчилардин вәқәгә қарита җиддий бир позитсийини байқимиғандин кейин, әһвални радиомизға мәлум қилди. Гөһәр сөзидә бу түр вәқәләрниң нөвәттә үрүмчидики уйғурларниң күндилик һаятиниң бир парчисиға айланғанлиқини, әгәр вәзийәт түзитилмисә, “5-июл вәқәси” динму чоң вәқәләрниң йүз бериш еһтималлиқини дуняға билдүрүп қоюш нийитини ипадилиди.
Гөһәр мәмәтниң достлириниң билдүрүшичә, нөвәттә уни кечә-күндүз уйқусиз қоюватқан нәрсә, ялғуз өзи дуч кәлгән һақарәтла әмәс, әң муһими, өзи вә замандашлириниң бешиға келиватқан бу миллий кәмситишләрниң кәлгүси уйғур әвладлириға мирас қелиш еһтималлиқидур. Достлириниң йәнә билдүрүшичә, униң давадин ваз кәчмәслики, йолидин янмаслиқи ялғуз аччиқини чиқириш үчүнла әмәс, бәлки уйғур җәмийитидә раст гәп қилишта, һәқни сөзләштә, иззәт-һөрмитини қоғдашта бир үлгә яритиш вә бир йол ечиш үчүндур.