Голландийидә "явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити" қурулди
2010.11.22

Паалийәт һарлим шәһиридики бир җамәдә елип берилған болуп, йүздин артуқ адәм қатнашти. Бу паалийәтни тәшкиллигүчи "явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити" узундин бири голландийидики диний вә миллий мурасимларға рәһбәрлик қилип келиватқан җәмийәт болуп, нәччә йилдин бири изчил давам қилип келиватқан айлиқ сөһбити билән голландийидә яшаватқан уйғурларға диний тәлим берип келиватқан иди.
Бу қетим "явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити" рәсмий қурулғанлиқини җакарлиғандин кейин, улар өзиниң тәшкилат әзалири вә бир қисим рәһбәрлирини тонуштурди һәмдә қилидиған хизмәтлири вә ғайә-мәқсәтлири һәққидә дәсләпки учур бәрди.
Паалийәт қизғин кәйпиятта икки саәттин артуқ давам қилған болуп, түркийидин кәлтүрүлгән китаблар тарқитилди. Хәйрлик дуалар қилинди вә йемәк зияпити берилди.
Паалийәт ахирлашқандин кейин, җәмийәт башлиқи обулқасим әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ вә иштиракчиларни зиярәт қилдуқ.