Садиқҗан сәләй: биз хәлқимизниң һөрлүки үчүн дуа қилдуқ

30-Авғуст сәйшәнбә күни, голландийидә яшаватқан уйғурлар явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң тәшкиллиши билән голландийиниң үтрехт шәһри дрибүрхн җамәсидә роза һейтни қутлуқлиди.
Ихтиярий мухбирмиз пидаий
2011.08.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
gollandiye-osmurlerge-mukapat-305.jpg Голландийидики роза һейт паалийитидә, мусабиқидә утуп чиққан өсмүрләргә мукапат берилди. 2011-Йили 30-авғуст.
RFA/Pidaiy

Байрамлиқ паалийәт, вәз-нәсиһәт вә дуа-тилавәт башланди. Йетиливатқан өсмүрләр шеир декламатсийә қилди. Чоңлар арисида тарих вә динға алақидар зеһин синаш мусабиқиси, кичикләр арисида қуран оқуш мусабиқиси елип берилди. Утуп чиққанларға лайиқида мукапат берилди.

Gollandiye-roza-heyt-385.jpg
Голландийидики уйғурлар роза һейтлиқ олтурушта. 2011-Йили 30-авғуст.
RFA/Pidaiy

Омумән қилип ейтқанда, роза һейт мунасивити билән топланған чоңлар дуня, дин, сиясәт вә иқтисад саһәлиридә пикирлишип муңдашса; ата-анилириға әгишип кәлгән омақ балилар байрамлиқ кийимлири билән ғәмсиз ойнап, роза һейт хушаллиқиға чөмди.

Паалийәт ахирида бу паалийәтни тәшкиллигән явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң башлиқи обулқасим әпәнди вә голландийидики тәшкилатлар йетәкчиси садиқҗан сәләй әпәндиләрни зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.