Голландийидә яшаватқан уйғурлар қурбан һейтта һейт пәтиси паалийитини қанат яйдурди

Уйғурларниң миң йилдин артуқ тарихий өрп-адәтлиридә давам қилип келиватқан икки һейттики һейтлиқ пәтиләш хушаллиқи, чоңдин тартип-кичиккичә унтулмас хатирә менутларни беғишлап кәлмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2012.10.30
gollandiye-heyt-petisi-305.jpg Голландийидә яшаватқан уйғурлар қурбан һейтта һейт пәтиси қиливатқан көрүнүш. 2012-Йили өктәбир.
RFA/Pidaiy

Һейт пәтиси ислам дининиң роһиға уйғун асаста өзләштүрүлүп милләтниң өрп-адәтлиригә сиңип кәткән есил әнәнә болуп, униңда бир топлум вә җамаәтниң барлиқ юқири-төвән әзалири бир-бири билән өз ‏- ара һәмдастихан болиду. Уйғурлар өзләштүрүп давам қилип келиватқан һейт пәтиси байлар, оттура вә төвән тәбиқидики барлиқ җамаәт әзалириниң һәммисиниң аилисини һейтлиқ пәтичиләрниң бәрикитидин бәһримән қилидиған вә дуалиридин нәсивидар қилидиған ибадәт пәзилитигә хас әмәлләргә толған паалийәттур. Шуниң үчүн у һейт күнлиридики әң мәнилик паалийәтләр қатаридин һесаблинип кәлмәктә.Муһаҗерәттә яшаватқан уйғурларму мәзкур паалийәтниң қиммити вә әһмийитини тонуп йетип, өзлири яшаватқан дөләт, шәһәр вә районлардики вәтәндашлириниң аилилиригә пәтиләп берип достлуқ, қериндашлиқ вә вәтәндашлиқ меһрилирини чуңқурлаштурмақта.

Голландийидә яшаватқан уйғурлар бу йилқи роза һейт байрими паалийитигә һейт пәтиси қилишни өзләштүрүп көп хушаллинарлиқ нәтеҗиләргә еришкәндин кейин, қурбан һейтлиқ байрам паалийәтлиридиму һейт пәтиси паалийити қанат яйдурди.Голландийиниң уйғурлар көпрәк олтурақлашқан  аместирдам, кастирком, ховда, өтрехт, роттердам қатарлиқ районлиридики уйғурлар өз-ара һейтлиқ пәтиләш паалийитини әмәлийләштүрүштә актиплиқ билән рол ойнап кәлмәктә.

Зияритимизни қобул қилған өтрихт тәвәликидики пәтичиләрниң вәкили абдураһман қарим паалийәттики тәсиратлирини баян қилип, һейт пәтисиниң әһмийити вә икки дунялиқ қиммити һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.