Голландийә парламентида 20 уйғур вә бир уйғур қиз мәсилиси оттуриға қоюлди

Өткән айда 20 нәпәр уйғур камбоджадин хитайға қайтурулғандин кейин, өткән һәптә йәнә голландийидә бир уйғур қизи хитайға қайтурулмақчи болған. У уйғур қиз, голландийидики уйғур вә хәлқара тәшкилатлири, шундақла голландийә парламент әзалириниң арилишиши билән айропиландин чүшүрүвелинған иди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Gollandiyide-Uyghur-mesilisi-305.jpg Сүрәттә, голландийидики сотсийалист партийиниң башлиқи Harry Van Bommel әпәнди уйғурлар билән биргә.
http://harryvanbommel.sp.nl Дин елинди.

Бүгүн голландийә парламентида 20 уйғур вә бир қиз мәсилиси музакирә қилинған. Мәсилини голландийидики сотсиялист партийиниң башлиқи Harry Van Bommel әпәнди оттуриға қойған. У сөзидә камбоджаниң 20 уйғурни хитайға қайтурушиниң дуняда қаттиқ тәнқидкә учриғанлиқини, явропа бирликиниңму камбоджани бу мунасивәт билән тәнқид қилғанлиқини, әмма, явропа бирликиниң әзаси болған голландийиниң уйғур муһаҗирлар мәсилисидә камбоджа өткүзгән хаталиқни тәкрарлиғили тас қалғанлиқини баян қилған вә парламент әзалириға уйғурларниң омуми вәзийити һәққидә мәлумат бәргән.

Йиғинда, голландийә көчмәнләр идарисиниң алақидар мәсуллиридин албайрақ сөз қилип, мәзкур уйғур қизиниң ишини тоғра бир тәрәп қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Һаррий бомәл йәнә голландийә һөкүмитини хитайға қайтурулған 20 уйғурниң нөвәттики әһвалини сүрүштә қилишқа чақирған.

Голландийә парламентида уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлуштин бир қанчә саәт бурун, голландийидики шәрқи түркистан уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсуллири парламент әзаси һаррий бомәл билән көрүшкән.

Бу көрүшүшниң җәряни һәққидә мәзкур тәшкилатниң мәсуллиридин зәйнидин турсун бизгә мәлумат бәрди.

Һаррий бомәл голландийидики сотсялист партийиниң башлиқи, бу партийиниң нөвәттә голландийә парламентида 25 нәпәр вәкили болуп, 150 кишилик голландийә парламентиниң қарарлирида күчлүк тәсир күчигә игә. Партийә башлиқи һаррий бомәл өткән йили пәләстин хәлқини қоллап бир қатар паалийәтләрни елип барған.

Нөвәттә уйғур мәсилисигә диққитини бәрмәктә. У бүгүнки йиғиндин чиққандин кейин, голландийидики уйғур паалийәтчиләр билән көрүшүп, бүгүнки йиғинниң мәзмунидин мәлумат бәргән; бу һәқтә уйғур тәшкилатиниң мәсули бәхтияр насир бизгә мәлумат бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 24, 2010 04:09 AM

Йахши бопту